Америка: хитай вәдисигә "уятсизларчә" хилаплиқ қилмақта


2005.12.13

Америка даирилири сәйшәнбә күни хитайни дуня сода тәшкилатиға кириштә бәргән вәдисигә еғир дәриҗидә, бәзидә " уятсизларчә" хилаплиқ қилмақта, дәп әйиблиди.

Америкиниң ярдәмчи сода вәкили стиратфорд, хитайниң дуня сода тәшкилатиға әза болғандин кейин дуня сода тәшкилати қаидилирини иҗра қилиш хатириси "қалаймиқан" дәп көрсәтти. Стиратфордниң әскәртишичә, хитай базирини ечиветишкә вәдә қилған болсиму, бирақ марка һоқуқи вә патент һоқуқини қоғдаш қатарлиқ җәһәтләрдә вәдисини иҗра қилиштин техи йирақта икән.

Стиратфорд, хитайда юмшақ деталлар, музика вә кино филим әткәсчилики омумйүзлүк әһвал болуп, " булар дуня сода тәшкилати қаидилиригә хилап қилмишларниң бир қисими" дәйду. Стиратфордниң әскәртишичә, у хитайда 23 йил хизмәт қилған болсиму, әмма қанунлуқ синалғу яки үналғу өзәклирини қәйәрдин сетивелишни тапалмиған.

Стиратфорд бу сөзләрни сода доклати елан қилиш мунасивити билән дөләт мәҗлисидә гуваһлиқтин өткәндә сөзлиди. У, " хитай дуня сода тәшкилатиниң базарни ечиветиш, кәмситишкә вә милләтчиликкә қарши туруш қатарлиқ принсиплирини толуқ йолға қоймиди" дәйду. Униң әскәртишичә, хитайда базар механизиминиң қелипи техи шәкиллинип болмиған. Америкиниң хитай билән болған содидики қизил рәқими бу йил 200 милярд доллардин ешип кетиши мумкин.

Стиратфордниң әскәртишичә, хитай 2006- йили дуня сода тәшкилатиниң әқлий мүлүк һоқуқи вә аптомобил импорт бәлгилимиси қатарлиқ мәсилиләрдики еғир бесимиға дуч келидикән. Бу доклат америка һөкүмити д с т ниң хоңкоңдики йиғинида хитай билән йеза игилик мәһсулатлири содиси бойичә келишим һасил қилишни үмид қиливатқан бир чағда елан қилинди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.