Хитай мәркизи банкисиниң мудири "хәлқ гезити" ниң хәвирини инкар қилди
2005.05.13
Хитай хәлқ банкисиниң мудири җов шявчүән җүмә күни баянат елан қилип, хәлқ пулиниң қиммити 18 - май күни өзгүрүдиғанлиқини инкар қилди. Хитайниң һөкүмәт зувани шинхуа ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, җов шявчүән җүмә күни " мәтбуатлардики хәлқ пулиниң қиммити 18 - майда өзгириду, дегән хәвәрләр тоғра әмәс," дәп көрсәткән.
Хитай һөкүмитиниң зувани "хәлқ гезити" ниң ингилизчә басмиси, хәлқ пулиниң қиммити өзгәргәнлики пат арида җакарлинидиғанлиқини хәвәр қилған. Бу хәвәр дуня пул - муамилә базирида җидди инкас қозғиди. Әмма узун өтмәй "хәлқ гезити" хәвәрниң хата бесилип қалғанлиқини елан қилған.
Америка малийә министирлиқидики даириләр, бу һәптиниң башлирида хитай һөкүмити билән хәлқ пулиниң қиммитини өзгәртиш мәсилиси бойичә елип барған шундақла сөһбәтниң илгирләшкә еришкәнликини билдүргән иди.
Хитай хәлқ банкисиниң муавин мудири ву шявлиң, алдинқи күни хәлқ банкиси пул қиммитини өзгәртишниң техника җәһәттики тәйярлиқини қилип қойди, дәп көрсәтти. Әмма у, пул қиммитиниң ислаһатини америкиниң бесими билән елип бармайдиғанлиқини тәкитлигән.
Мәтбуатларниң хәвәр қилишичә, хитайда чәтәл перивотиға игә пуқра вә карханилар қолидики ташқи перивотини сетиш қәдимини тезләткән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай хәлқ пулиниң қиммитини көтүрүш бесимиға баш әгмәйдиғанлиқини билдүрди
- Америка билән хитай хәлқ пулиниң қиммитини тәңшәш мәсилисини музакирә қилиду
- Америка хитайға қаратқан сияситини чиңитмақта
- Буш хитайға чәтәл пули тегишиш қиммитини әркин қоюветиш һәққидә бесим ишләтти
- Санаәтләшкән йәттә дөләт хитайдин хәлқ пулиниң тегишиш қиммитини қоюветишни тәләп қилди









