Хитай мәркизи банкиси хәлқ пулиниң қиммити өзгәргәнликини җакарлиди
2005.07.21
Хитай хәлқ банкиси пәйшәнбә күни баянат елан қилип, хәлқ пулиниң қиммити шу күндин башлап өзгәргәнликини җакарлиди. Бу хитай даирилириниң йеқинқи 10 йилдин бери тунҗи қетим хәлқ пулини қиммәтләндүрүши болуп һесаблиниду.
Хитай хәлқ банкисиниң ашкарилишичә, хәлқ пули буниңдин кейин ноқул америка доллирини бирлик қилиштин, көп хил чәтәл перивутиға алмаштурулидикән. Хәлқ пулиниң қиммити өзгәртилгәндин кейин, хәлқ пулиниң доллар алдидики қиммити 2 ٪ өсти. Буниң билән бир доллар 8 сом 11 тийингә чүшкән.
Хитайниң хәлқ пулини тәңшәш сиясити асиядики пул - муамилә базарлириға тәсир көрсәтти. Бир доллар шу күни 112.5 японийә йинидин 110.38 Йингә төвәнлигән. Долларниң хоңкоң базиридики баһаси 7.78 Хоңкоң гаңбисидин 7.76 Гаңбиға чүшкән. Хитай һөкүмити хәлқ пулиниң қиммити өзгәртилгәнликини җакарлаштин бир күн илгири, америка федерал запас фонди комитетитиниң рәиси алән гринсипан, "әгәр хитай хәлқ пулини қиммәтләндүрмисә, хитай иқтисади җидди хәтәргә дуч келиду," дәп агаһландурған.
Америка һөкүмити хитайниң йеңи пул сияситини қарши алди. Әмма көзәткүчиләр, хитайниң һәрикитини символ характерлик қәдәм, дәп қаримақта. Америка дөләт мәҗлисиниң кеңәш палата әзаси чарлиз шумир, хитайниң бу қәдимини "яхши башлиниш, әмма кичик бир қәдәм," дәп тәкитлигән. (Әркин)