Дунядики 7 чоң бай дөләт хитайни хәлқ пулини әркин қоюшқа чақирди


2005.12.04

Дунядики әң бай болған 7 дөләт гуруһи бейҗиң һөкүмитини пул түзүмини әркин қоюшқа чақирип, хәлқ пулиниң тегишиш нисбитигә болған контроллуқини бошутушни тәләп қилди.

7 Дөләт гуруһиниң малийә министирлири вә мәркизи банка башлиқлириниң шәнбә күни йиғин ахирлашқандин кейин елан қилған бирләшмә баянатида бу мәзмунлар оттуриға қоюлған болуп, униңда 7 дөләт гуруһиниң хитай һөкүмитидин пул түзүмини әркин қоюшни тәләп қилидиғанлиқи һәмдә буниң пүтүн дуня иқтисади вә хәлқара пул системисиға пайдилиқ болидиғанлиқи көрситилгән.

Ройтерис агентлиқи хәвиридә 7 дөләт гуруһиниң хитайға бу тәләпни қоюшиниң кишини һәйран қалдуридиғанлиқини язған. Чүнки хитай бу йил 7‏-айда хәлқ пулиниң қиммитини 1 %2 өстүргәндин кейин, кишиләр 7 дөләт гуруһини әмди бу җәһәттә хитайға бесим ишләтмәйду дәп ойлиған.

Йиғинға америка малийә министири җон сновму қатнишип, хитай һөкүмитиниң гәрчә хәлқ пули мәсилисидә азрақ илгириләшләрни һасил қилған болсиму, лекин бу җәһәттә йәнила көп җаһиллиқ қиливатқанлиқини тәкитлиди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.