Хитай хәлқ пулиниң қиммитини өстүрди
2006.01.04
Хитайниң мәркизи банкиси пул қиммитини бәлгиләйдиған йеңи түзүлмини қобул қилғандин кейин, хәлқ пулиниң доллар билән болған тегишиш нисбитидә өзгириш көрүлүп, хәлқ пулиниң қиммити азрақ өрлиди.
Өткән йили 7-айда хитай йүәнниң доллар билән болған тегишиш нисбитини бир қетим тәңшәп, бир долларни 8 сом 11 тийинға бекиткән иди. Һазир йүәнниң қиммитини йәнә 0.5% Өрлитип, бир долларни 8 сом 6 тийинға тохтатти.
Хитай хәлқ банкиси чаршәнбидин башлап йеңи сиясәт қоллинип, сода банкилирини хәлқ пулиниң тегишиш нисбитини бәлгиләшкә қойди. Бу йеңи сиясәт бойичә, хитайниң мәркизи банкиси бир қанчә чоң банкилар тәминлигән баһаға асасән хәлқ пулиниң қиммитини баһалап чиқидикән. Лекин хитай һөкүмити йәнила хәлқ пули тегишиш нисбитиниң күндилик давалғуш даирисини давамлиқ контрол қилип туридикән.
Америка қатарлиқ бир қанчә дөләтләр хитайниң хәлқ пулини контрол қиливелишини көп қетим әйибләп, хәлқ пулиниң тегишиш нисбитини әркин базарға қоюветишкә чақирған иди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Дунядики 7 чоң бай дөләт хитайни хәлқ пулини әркин қоюшқа чақирди
- Хитай келәрки он йил ичидә иқтисадий җәһәттин арқиға чикинидикән
- Америка малийә министири хәлқ пули һәққидә хитайға йәнә бесим ишләтти
- Америка малийә министири хитайни хәлқ пулиниң қиммитини тәңшәшкә үндиди
- Синов хитайни хәлқ пулиниң қиммитини қоюветишкә чақирди