Бир хәлқ қурултийи вәкили хитай пулиниң үстидики мав зидуң рәсимини еливетиш тәклипи бәрди


2006.03.13

Хитай мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, хитай һөкүмити хәлқ пулиниң үстидики мав зидуңниң рәсимини еливетип, униң орниға хитай тарихидики мәшһур бир шәхсниң рәсимини бесиши мүмкин.

Бир қурултай вәкили бейҗиңда ечиливатқан хитай хәлқ қурултийиниң мәмликәтлик йиғинида, мав зидуңниң йүз сомлуқ пулдики рәсимини еливетип, униң орниға диң шявпиңниң рәсимини бесиш тәклипини бәргән. Бәзиләр йүз сомлуқ пулға манҗу импирийисини ағдуруп, хитай җумһурийитини қурған суң җуңсәнниң рәсимини бесиш тәклипини бәрмәктә. Бирақ көзәткүчиләрниң әскәртишичә, бу тәклипниң хәлқ қурултийи тәрипидин қобул қилинип рәсмий қанунға айлиниши үчүн бир мәзгил вақит кетиши мүмкин.

Илгири мав зидуңға чоқунуш хитай бойичә омумйүзлик әһвал болсиму, әмма һазир хитайда мав зидуңниң чоң һәҗимдики һәйкәллирини уйғур аптоном райониниң қәшқәр шәһиридин башқа җайларда учратқили болмайду.

Диң шявпиңниң рәсимини тәшәббус қилғучиларниң әскәртишичә, хитай иқтисадиниң тәрәққияти вә хәлқара тәсириниң йүксилишидә диңшявпиңниң төһписи зор. Әмма диң шявпиң әйни чағда шәхскә чоқунушни тәнқид қилип, мав зидуңниң изникини ишләпчиқиришни тохтатқузған иди. Әмма хәлқ пулиға диң шявпиңниң рәсимини бесишқа қарши турғучилар, диң шявпиңни 1989 - йилдики тйәнәнмин оқуғучилар һәрикитини бастурушниң биринчи номурлуқ җавабкари, дәп әйиблимәктә. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.