Хитай йеңи рәһбәрлик системисини бекити
2008.03.16
Тибәтләрниң намайишлири вә "7 - март айропилан вәқәси" гә четилған уйғурлар мәсилиси хәлқара мәтбуатларниң муһим темисиға айланған бу күнләрдә хитайниң дөләт рәһбәрлик системиси қайтидин бекитилди.
Шинхуаниң хәвәрлиригә асасланғанда, ху җинтав дөләт рәисликигә, ши җинпиң муавин рәисликкә бекитилгән. Ху җинтав 16 - март күни биринчи номурлуқ буйруқ елан қилип, вен җябавни хитай хәлқ җумһурийитиниң баш министирлиқ вәзиписигә тәйинлигән.
Хәлқ қурултийиниң мудирлиқиға ву баңго сайланған болуп, 160 нәччә кишидин тәркип тапқан хитайниң мәзкур қанун турғузуш оргиниға сабиқ уйғур аптоном район рәиси исмаил тиливалди билән хәлқ қурултийи мудири абдуреһим һамут киргән. Исмаил тиливалди муавин мудирлиққа бекитилгән болуп, бу орунни илгири узун йиллар сәйпидин әзиз, униңдин кейин төмүр давамәтләр тутуп кәлгән иди. Исмаил тиливалди техи йеқиндила уйғур аптоном район рәисликидин қалдурулуп, униң орнини чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири тәрипидин "қош тиллиқ маарип сиясити нами астида уйғур тили маарипини йоқитишниң байрақдари "дәп тәриплиниватқан нур бәкри игилигән иди.
Шинхуаниң хәвәр қилишичә, 16 - март күни пакистан, сингапор, японийә, намибийә, шималий корийә қатарлиқ 10 дин артуқ дөләт башлиқлири вә баш министирлири һәм парламент рәһбәрлири ху җинтав, венҗябав вә башқиларни тәбриклигән, әмма, русийә, америка германийә, әнглийә, франсийә қатарлиқ дуняниң йирик дөләтлириниң рәһбәрлири техи уларни тәбриклимигән. Бу күнләрдә йәнә тибәт роһаний даһийси далай лама хәлқара җәмийәтни лхасадики вәқәниң һәқиқий әһвалини тәкшүрүшкә чақирған иди. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тибәттики тоқунушлар кеңәймәктә
- Хәлқара җамаәт хитай һөкүмитиниң тибәтлик намайишчиларни бастурғанлиқини әйиблимәктә
- Хитай сиясий кеңишиниң 11 - нөвәтлик қурултийи 1 - йиғини аяғлашти
- Ғәрб әллири хитайни лхасадики тоқунушта хитайни күч ишләтмәсликкә чақирди
- Тибәт мәркизи лхасадики намайиш тоқунушқа айланди
- Һиндистан сақчилири йүзлигән тибәтликни қолға алди
- Ху җинтав икки йиғинға қатнишиватқан уйғур ели вәкиллиригә қош тиллиқ маарипни күчәйтишни тәкитлиди
- Хитай һөкүмити лхасада тибәтләрниң намайишини бастурғанлиқини етирап қилди
- Сүргүндики тибәт мустәқилчилири һиндистандин тибәткә қарап йол алди
- Далай лама олимпик мунасивити билән хитайни әйиблиди
- Хитай тибәт паалийәтчилиригә вә далай ламаниң қоллиғучилириға тәһдит салди
- Бейҗиңда хитай хәлқ қурултийиға қатнишиватқан уйғур вәкиллири ахбаратчиларниң зияритини растинла қобул қилаламду ?