Хитай русийидә мәхсус телевизийә қанили тәсис қилди
2008.01.20
Русийә қораллиқ күчлири баш шитаб башлиқи юрий балуевский русийә вә униң иттипақчилириниң таҗавузчилиққа дуч кәлсә ядро қорали ишлитидиғанлиқини билдүрүштин илгири "хитай" дәп атилидиған хитай-русийә бирләшмә телевизийә қанилини москвадин тарқитиш һәққидә рәсмий келишим имзаланди.
Русийиниң "екиспорт" ториниң учуридин қариғанда, җүмә күни москвада мәзкур телевизийә қанилиниң программилириниң үлгилирини көрситиш вә имзалаш мурасими болуп өткән , хитайниң русийидики баш әлчиси люгучүән " хитай" намлиқ телевизийә қанилиниң ечилиши русийә-җуңго мунасивәтлиридики йеңилиқ вә русийә-хитай дөләт йили паалийәтлириниң нәтиҗиси" дегән һәмдә бу қаналниң русийиликләргә хитайни тонуштурушта муһим рол ойнайдиғанлиқини әскәрткән .
Хитай намлиқ мәзкур телевизийә қанили 8-февралдин йәни хитайларниң баһар байрими күнидин етибарән пүтүн русийә, мустәқил дөләтләр һәмдостлуқи тәвәсидә һәр күни 24 саәт рус тилида мәхсус программа көрситидикән. Бу қанални башқурушқа русийә тәрәптин муавин баш министир александир зуков мәсул болған.
Мәлумки, хитай йеқинқи йиллардин буян оттура асия дөләтлиригә қаратқан тәшвиқатниму күчәйткән болуп, өзбекистан, қирғизистан вә қазақистан радио-телевизийә саһәси билән келишим түзүп, қазақистан, өзбекистан вә қирғизистанда һәр күни уйғур, қазақ һәм қирғиз тилида хитайни тонуштуридиған телевизийә һәмдә радио программилирини тарқитишни башлиған иди. Буларда хитайниң һәрбий, иқтисадий вә башқа җәһәтләрдики тәрәққият күчи тәшвиқ қилиниду.(Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Русийә баш штаб башлиқи; русийә таҗавузчилиққа ядро қорали арқилиқ җаваб бериду
- Әнгилийә баш министири хитай зияритини аяқлаштурди
- Әнгилийә баш министири бровн хитай рәһбири ху вә венлар билән сөһбәт өткүзди
- Голландийидики олимпик вә кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидики йиғин хитайни биарам қилди
- Әнгилийә баш министири бровин хитай вә һиндистанға қаратқан зияритини башлиди
- Хәлқарада хитай коммунист һөкүмити һәққидә елан қилинған йеңи мулаһизиләр
- Америка вә һиндистанниң җуңго билән болған һәрбий һәмкарлиқи тоғрисида