Чегрисиз мухбирлар тәшкилати : хитай кишилик һоқуқ вәдисидә турмиди
2008.02.08
Ахбарат әркинликини қоғдиғучи хәлқара тәшкилат чегрисиз мухбирлар тәшкилати алдинқи күни доклат елан қилип, хитайниң олимпик йиғиниға илтимас қилғанда бәргән мәтбуат әркинлики вә кишилик һоқуқни яхшилаш һәққидики вәдисидә турмиғанлиқини, олимпик йиғиниға 6 ай қалған болсиму бу вәдисини әмәлгә ашурмиғанлиқини тәнқид қилди.
Мәркизи париждики чегрисиз мухбирлар тәшкилати чағанниң 1 - күни елан қилған доклатида бейҗиң даирилириниң 2001 - йили алаһидә вәдә берип, "олимпик йиғини өткүзүш һоқуқи берилсә кишилик һоқуқни яхшилаймиз " шундақла "олимпик җәрянида ахбарат әркинликини пүтүнләй қоюветимиз " дәп капаләт бәргәнликини тәкитлигән. Доклатта хитайниң бу вәдисидә турмайла қалмай нөвәттә 80 дәк мухбир вә тор бетидә мақалә язғучиларни түрмидә тутуп туруватқанлиқини, буларниң ичидики бәзи кишиләрниң 1980 - йилларда түрмигә ташланғанлиқини билдүрди.
Доклатта әскәртишичә, хитай даирилири нәччә миң тор бәт үстидин көзитиш елип берип, торға чиққучиларни тәқип астиға алған шундақла 2007 - йили җәмий 180 дәк чәтәллик мухбир тәһдит вә тутқунға учриған. Доклатта хәлқара олимпик комитети вә бейҗиң олимпик йиғиниға мәбләғ салғучи карханиларниң бу әһвалға сүкүт қилғанлиқини тәнқид қилди вә буниң олимпик роһиға дағ чүшүргәнликини илгири сүрди.
Чегрисиз мухбирлар доклатта йәнә кишиләрни түрмидики мухбир вә торға чиққучиларниң бала- чақа вә аилә - тавабатиға көңүл бөлүшкә чақирди. Хәвәрләргә қариғанда ,чегрисиз мухбирлар тәшкилати җүмә күни париж шәһириниң бир ават рәстисидә хитайниң ахбарат әркинликини бастуруш сияситигә қарши туруш паалийити өткүзгән.
Мунасивәтлик мақалилар
- Олимпиккә йерим йил қалған пәйтләрдә хитай һәр түрлүк мәсилиләргә дуч кәлмәктә
- Хитайда уйғур ахбарат саһәси техиму еғир тәқип астида
- Хитай һөкүмити кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң бесимиға тиз пүкмәйдиғанлиқини билдүрди
- Хитайниң қирғинчилиқ олимпики
- Бейҗиңниң һава келимати чәтәллик тәннтәрбийә маһирлирини үмидсизләндүрмәктә
- Хитайда һәр йили 100 миңдин артуқ ишчи иш үстидә қаза қилмақта
- Бейҗиң даирлири олимпик қурулуш мәйданида адәм өлүш һадисисиниң йүз бәргәнликини рәт қилди