Хитай судандики қирғинчилиқ һәрикәтлирини қорал билән тәминлигән
2004.12.23
Америкидики даңлиқ "вашингтон почтиси" гезитиниң хәвәр қилишичә, хитай һөкүмитиниң йеқинда, суданда йүз бәргән ирқий қирғинчилиқ мәсилисидә ғәрб дөләтлиригә қарши мәйданда болушиға, асаслиқи хитайниң судандики нефиттин килидиған иқтисадий мәнпәәти сәвәб болған. Хитай һөкүмити йәнә судан һөкүмитини бигунаһ пуқраларни қиришта ишләткән қораллар билән тәминлигән.
"Вашингтон почтиси" гезитиниң көрситишичә, хитай һөкүмити судан мәсилисидә пәқәтла иқтисадий мәнпәәтни чиқиш қилип, америкиға қарши иш тутқан. Америка һөкүмити бу йил суданниң дарфур районида йүз бәргән қирғинчилиқ вәқәсини бу әсирдә йүз бәргән әң чоң ирқий қирғинчилиқи дәп әйиблигән иди. У қетимқи вәқәдә дарфор районидики қара тәнликләрдин 70 миңдин артуқ адәм өлтүрүлгән.
Хәвәрдә көрситилишичә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати бихәтәрлик кеңиши суданға иқтисадий җаза йүргүзүш мәсилисидә музакирә елип барғанда, хитай һөкүмити буниңға қарши аваз ташлайдиғанлиқи һәққидә агаһландурған. Чүнки, хитай һөкүмити суданға нәччә милярд долларлиқ мәбләғ селип, суданниң нефитини ечиватқандин сирт, суданға йәнә қорал сетип пул тапқан. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка һөкүмити хитайға қорал сатқанларни мәсулийәтчан болушқа чақирди
- Америка исраилийиниң хитайға қорал сетишиға қайта наразилиқ билдүрди
- Кишилик һоқуқ тәшкилати яврупа бирликини хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилмаслиққа чақирди
- Америка армийиси фалуҗаһта зор бир түркүм қоралларни байқиди
- Хитай һөкүмити яврупа парламентиниң қорал чәклимисини бикар қилмиғанлиқиға наразилиқ билдүрди
- Путин русийиниң йеңи типтики ядро бомба сестимиси ясаватқанлиқини ейтти
- Тәйвән армийиси бәш күнлүк һәрбий маневир башлиди
- Хитай һөкүмити қорал екиспорт қилиш бәлгилимилирини ақлиди
- Америка мәркизий ахбарат идариси хитайниң ядро қораллириға аит доклатини ашкарилиди
- Тәйвән келәр йили америкидин алдин чарлаш айрупилани сетивалмақчи
- Б д т дарфурдики ирқий қирғинчилиқни тәкшүриду