Хитай һөкүмити өзиниң кенийидики хитай пуқралириға җиддий агаһландуруш бәрди


2007.02.14

Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай һөкүмити 14 ‏- феврал күни кенийидә туруватқан хитай пуқралирини вә хитай өмәклиригә, кенийидә һәрбий һаләт йүргүзиливатқан күнләрдә чуқум еһтиятчанлиқ билән иш көрүш, сиртқа чиқмаслиқ керәк дәп агаһландуруш бәргән.

Хәвәрдә баян қилинишичә, кенийә президенти лансана конте 12 ‏- феврал күни һәрбий һаләт елан қилип, 23 ‏- февралғичә намайиш қилиш, топлиниш мәний қилинидиғанлиқини, бу җәрянда һәрбийләр хаһлиған бина яки торалғуларға кирип қорал, оқ -дора ахтуридиғанлиқини, йолучи аптомобиллири, почта посолкилири, һәтта өй телефонлириму тәкшүрилидиғанлиқини җакарлиған.

Кенийидә 20 дин артуқ милләттин тәркип тапқан 9 милйондин артуқ хәлқ яшайду. Бу әлниң тәбиий байлиқлири ғәлитә мол, йеқинқи йиллардин буян хитайниң бу дөләттики иқтисадий паалийәтлири тез сүрәт билән көпийишкә башлиған иди. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.