Яшанғанлар нисбитиниң пәвқуладдә юқирилиқи- хитайға бесим
2007.12.18
Хитай яшанғанлар хизмити комитетиниң ашкарилишичә, хитай нопусидики яшанғанлар нисбитиниң юқири болуш мәсилисиниң давамлиқ еғирлишиши нөвәттә хитайниң иқтисади һәм җәмийәт тәрәққиятиға зор бесим елип кәлгәндин башқа, хитайда яшанғанлар параванлиқ ишлириниң тәрәққиятиғиму еғир тосалғу елип кәлмәктә икән.
Тәкшүрүш нәтиҗилиригә асасланғанда, хитай яшанғанлар нопусиниң җиқлиқи җәһәттә дуня бойичә әң алдинқи орунда болуп 60 яштин һалқиғанлар нопуси пәвқуладдә зор нисбәтни игиләйдикән. Шундақла хитайдики яшанғанлар,дуня яшанғанлар нопусиниң %21.4 Тини игиләйдикән. Бу дегәнлик пүтүн явропадики яшанғанларниң омумий сани билән баравәр келидикән.
Хәвәрләрдә көрситилишичә, хитайда яшанғанлар нисбити юқири болупла қалмай, бу нисбәт хитайда нопус көпийиш сүритидин бәш һәссә юқири нисбәттә тез сүрәттә өрлимәктә.
Шуниң билән бир вақитта нопус мутәхәссислириниң тәтқиқатлириға қариғанда, яшанғанларниң көпийишигә маслишип тәрәққий қилишқа тегишлик нурғун саһәләр йәнила интайин кәмчил һәм йетәрсиз болғанлиқтин уларниң суғурта, давалиниш, беқилишқа охшаш җиддий еһтияҗлиқ тәрәплири капаләтләнмигән, әгәр яшанғанлар нопуси мушу сүрәттә маңғанда 2030 - йилиға барғанда хитай җәмийити зор иқтисадий һәм иҗтимаий кризисқа йүзлинидикән. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай нопус көпийишниң еғир бесимиға дуч келиватиду
- Әр-аял нисбитиниң тәңпуңсизлиқи хитайға апәт елип келидиған муһим амил
- Хитай дуня бойичә нопусиниң ичидә яшанғанлар әң көп санни игиләйдиған дөләт болуп қалди
- Хитай нопусиниң тәрәққиятиға җәң елан қилинмақта
- Хитайда җинсий нисбәт пәрқи чоңаймақта
- Хитай һөкүмити нопус партлаш долқуниға дуч келиватқанлиқини етирап қилди