Ву йи америка билән сода һәмкарлиқ тохтими түзмәкчи


2006.04.07

Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәрқилишичә, хитай ташқий ишларминистирлиқи баянатчиси лю җйәнчав, америкида зиярәттики хитайниң муавин баш министири ву йиниң америка билән айрупилан, машина запчаслири вә башқа мадди әслиһәләрни сетивелиш бойичә тохтам түзидиғанлиқини билдүргән.

Лекин лю җйәнчав имзалинидиған сода тохтамнамисиниң пул санини ашкарилимиди. Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, бу хитайниң , дөләт рәиси ху җиңтав америкини зиярәт қилиш алдида хитай - америка арисидики сода ихтилапини юмшатмақчи болуватқанлиқини көрситидикән. " Валл стрет жорнал" гезити хитайниң америкидин айрупилан вә машина әслиһәлирини сетивелиш билән биргә пурчақ, компйотир запчаслири вә қатнаш қораллирини сетивалидиғанлиқини билдүрди.

Америка тәрәпниң әскәртишичә, 2005 - йили америкиниң хитай билән болған содидики пассип баланиси 200 милярд доллардин ешип кәткән. Бу әһвал америка дөләт мәҗлисидә хитай таварлириға таможна беҗи елиш қануни чиқириш тәклиплириниң оттуриға қоюлушини кәлтүрүп чиқарди. Ху җиңтав 4 ‏- айниң 20 ‏- күни ақ сарайда президент буш билән учришиду. Сода мәсилиси икки дөләт рәһбириниң сөһбитиниң әң муһим музакирә темиси һесаблиниду. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.