Ху җинтав 1- авғуст нутқида хитай коммунист армийисигә техиму көп мәбләғ салидиғанлиқини ипадилигән
2007.08.01
Хитай коммунист партийисиниң секритари ху җинтав 80 - йиллиқ армийә байрими мунасивити билән қилған сөзидә, хитайдики коммунист армийисини хәлқниң қизғин алқишиға иришкән һәйвәтлик қошун, мәдәнийәт қошуни вә тинчлиқ қошуни болуп келиватиду дәп махтиған.
Шундақла бу қошунни тинч һалда тәрәққи қилдуруп, мәңгү коммунст партийисиниң қумандисиға бой сунидиған армийә қилиш үчүн сиясий хизмәт қатарлиқ һәр җәһәттики қоллашни техиму күчәйтидиғанлиқини җакарлиған. Хитайниң һәрхил қораллиқ қисимлири бу байрамда қияпәт йәңгүшлигән.
Б б с ниң хәвәр қилишичә, гәрчә ху җинтав бу қетимқи армийә байримида тәйвән мәсилисини тилға алмиған болсиму, әмма хитайниң дөләт мудапиә министири сав гаңчуән тәйвән мәсилиси һәққидә бурунқи 1 - авғуст армийә байрамлирида көрүлмигән күчлүк тәләппуз билән сөз қилип 'тәйвән мустәқилчилири пәйда қилидиған һәр қандақ вәқәгә тақабил туруш ирадимиз, қабилийитимиз вә тәйярлиқимиз бар' дегән. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Иқтисадшунасларниң қаришичә, хитайда хәлқ мәбләғ салидиған көп пурсәт яритилиши керәк
- Капиталистик Wal-Mart җуңгода комунистлашти
- Хитай ширкитиниң ексан мобилни сетивелиш тәклипи рәт қилинди
- Хитай билән һиндистан, қазақистан нефит ширкитини сетивелиш үчүн риқабәтлишиду
- Бейҗиң, русийә юганский нефит газ ширкитини сетивелиш вәқәсигә арлашқанлиқини рәт қилди
- Тәйвән һава армийиси хитайға қарши туруш күчини көрсәтти