Хитай азадлиқ армийисиниң баш шитаб башлиқи алмаштурулди
2007.09.24
24 -Сентәбир дүшәнбә күни хитай дөләт мудапиә министирлиқи, бурун тәйвәнгә һуҗум қилиш тәйярлиқини баш болуп ишлигән һәрбий қомандани чен биңдени хитай хәлқ азадлиқ армийиси баш штабиниң рәиси қилип өстүргәнликини билдүрди.
Чен бурун хитай азадлиқ армийиси қорал-ярақ тәрәққиятиға назарәт қилиш бөлүмидә хизмәт қилған болуп, бу қетимлиқ алмаштурушта у, хитай азадлиқ армийиси баш штабиниң штаб башлиқлиқ вәзиписигә қоюлуп, әсли бу орунда хизмәт қиливатқан генерал ляң гуаңлйениң орниға дәсситилгән. Мәлум болушичә, ляң гуаңлйениң вәзиписи техичә бекитилмигән.
Бирләшмә агентлиқи бу һәқтә бәргән хәвиридә , хитай дөләт мудапиә министирлиқидики ваң фамилилик бир хадимниң ейтқанлирини нәқил кәлтүрүп көрситишичә, бу ваң фамилилик хадим, ляң гуаңлйениң орниға чен биңдениң қоюлғанлиқи муқимлишип қалған.
Чен биңдениң хитай армийиси баш штабиға рәис қилип тәйинлиниши, келәр айда ечилидиған хитай компартийисиниң 17- қурултийидин бир нәччә һәптә бурунла елип берилған болуп, бирләшмә агентлиқи бу һәқтә бәргән хәвиридә көрситилишичә, чен биңдениң мәзкур орунға алмаштурулуши йәнә, тәйвән билән хитай мунасивәтлиридә җиддийчилик күчәйгән мәзгилгә тоғра кәлгән икән.
Мәлум болушичә, чен биңде әслидә нәнҗиң һәрбий райониниң башлиқи болуп ишлигән болуп, у әйни вақитта тәйвәнгә қаритилған урушқа вә башқа җиддий әһвалларға тәйярлиқ көрүш хизмәтлирини асаслиқ тутқан икән. (Җүмә)