Бейҗиң һөкүмити б д т кишилик һоқуқ әмәлдариниң зияритини җәрянида өктичиләрни назарәт қилишни күчәйтти


2005.08.30

Хитай һөкүмити бейҗиңни зиярәт қиливатқан б д т кишилик һоқуқ комисари луис арбор, бейҗиңға келишниң алди - кәйнидә хитай сақчилар сияси өктичиләрни назарәт қилишни күчәйткән.

Беританийә ахбарат агентлиқи б б с, сақчиларниң мәқсиди өктичиләрниң б д т кишилик һоқуқи али әмәлдари билән көрүшүп, хитай һөкүмитиниң " йүзини төкүдиған ишлар" ни қилип қоюшидин сақлиниш, дәп тәкитлигән.

Хәвәрләргә қариғанда сақчилар луис арбор ханим чүшкән меһманханиниң әтрапини контрол қиливалған. Ройтерс ахбарат агентлиқи, меһманхана әтрапидики вәзийәткә қариғанда кишиләрниң б д т али әмәлдариға йеқинлишиш мумкинчилики аз, дәп көрсәтти.

Б д т кишилик һоқуқ мәсилилири бойичә али әмәлдари, бейҗиңға келиштин сәл илгири " шәпқәт булиқи," дәп атлидиған бир кишилик һоқуқ тәшкилатиниң бейҗиңдики ишханиси сақчилар тәрипидин ахтурулған.

Б д т кишилик һоқуқ али әмәлдариниң хитайдики зиярити 2 - сентәбиргичә давамлишиду. Б д т кишилик һоқуқ комисари луис арбор сәйшәнбә күни бейҗиңда адәм әткәсчилики " террорлуқ җинайәт," дәп әйиплиди.

Луис арбор, зиярәт җәрянида бейҗиң һөкүмититини "хәлқара пуқралар һоқуқи вә сияси һоқуқ әһдинамиси" ни тезрәк тәстиқлашни тәләп қилидикән. Б д т кишилик һоқуқ али комисарлири йеқинқи 7 йилда хитайни 8 қетим зиярәт қилған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.