Хитай даирилири президент бушни террорчилиққа қарши күрәшкә диний тон кийдүрүш билән әйиблиди


2007.02.02

Хитай диний ишлар идарисиниң башлиқи йей шаввен"хәлқ гезити" ниң җүмә күнки санида мақалә елан қилип, президент бушни террорчилиққа қарши күрәшкә "ислам фашизимиға қарши" , " әһли-сәлпчи" тон кийдүрмәкчи болди, дәп әйиблиди.

Йей шаввенниң компартийә орган нәшр әпкари "хәлқ гезити" ниң баш истонидики бу мақалиси вақит җәһәттә америка дөләт мәҗлиси чаршәнбә күни хитайниң диний әркинлик әһвали һәққидә испат бериш йиғини чақирған вә йиғинда тәрәпләр хитайниң диний сияситини тәнқид қилип икки күн өткәндин кейин елан қилинди.

Америка дөләт мәҗлисидики шу күнки йиғинда хитай түрмисидики канада пуқраси һөсәйин җелилниң ханими камилә теләндибайева гуваһлиқ бәргән шундақла хитай даирилирини диний әркинлик вә хәлқара қанунларға хилаплиқ қилиш билән әйиблигән иди.

Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, йей шаввен, президент бушниң "әһли-сәлп" вә "ислам фашизми "дегән аталғуларни тилға алғанлиқи террорчилиққа қарши күрәшниң диний тонға оралғанлиқини көрситиду, дәп язған. У," террорчилиққа қарши күрәшни қандақму конкрет бир динға бағлиғили болсун " дәйду.

Лекин бирләшмә ахбарат агентлиқи бу һәқтики хәвиридә, "хитайлар террорчилиққа қарши турушни баһанә қилип, уйғур аптоном районидики мусулманларға техиму көпрәк аптономийә берилишини тәләп қиливатқан паалийәтчиләрни бастуриватиду, дәп әйибләнмәктә" дәп көрсәтти.

Хитай даирилири уйғур аптоном районида деһқан вә шәһәр аһалиси ичидики яшанғанларниң мәсчиткә киришини чәклимисиму, лекин 18 яштин төвән яш- өсмүрләр, пенсийигә чиққанлар, зиялийлар, партийә әзалири, дөләт ишчи - хизмәтчилириниң мәсчиткә киришини чәклимәктә. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.