Хитай дарфур мәсилисидә инкас қайтурди
2008.02.24
24-Феврал күни хитайниң дарфур мәсилиси бойичә алаһидә вәкили лю гуйҗин суданниң пайтәхтини зиярәт қилғанда дарфур мәсилиси һәққидә хитайниң мәйданини җакарлап, "җуңго судан билән ғәрбниң арисидики көврүк вә яки тилчиси болушни халайду" дәп билдүргән.
Әнглийә радио -телевизийә ширкити б б с ниң хәвәр қилишичә, лю гуйҗин ғәрб дөләтлири әгәр дарфур хәлқиғә һәқиқий ярдәм бәрмәкчи болса, судан һөкүмити билән әң әқәллий ишәнч турғузуш керәк, дәп тәкитлигән.
У, чәтәлләрниң хитайниң дарфур сияситини тәнқид қилғанлиқиға изаһат берип, җуңгониң суданға бесим ишләтмәстин бәлки тәң баравәр һәмкарчилиқ салаһийити билән өз ролини җари қилдуруп, бир қатар билдүрүш һәм тәклипләрни бәргәнликини әскәрткән.
Хитайниң дарфур ишлири бойичә мәзкур алаһидә вәкили лондондин суданға учуш алдида нутуқ сөзләп, җуңгониң дарфур мәсилисини һәл қилишни илгирилитиштики муһим ролини җари қилдурғанлиқини, дарфур мәсилисини һәл қилишта хәлқара җәмийәтниңму ортақ һалда тиришчанлиқ көрситиши,һазирму дарфурдики хәлқниң әһвалида өзгиришләр болғанлиқини тәкитлигән.
Бирақ, лю гуйҗин хәлқара җәмийәтниң хитайниң дарфур тоқунуши үчүн суданға қорал ярақ сетип бәргәнлики һәққидики әйибләшлирини инкар қилип, җуңгониң башқиларниң ички ишиға арилашмайдиғанлиқини билдүргән.
Лю гуйҗин судандики җәрянида дарфур райониға баридикән һәмдә б д т тинчлиқни сақлаш ишлири бойичә юқири дәриҗилик әмәлдари билән сөһбәтлишидикән. Дарфур мәсилиси нөвәттә, хәлқара җәмийәтниң хитайни әйибләватқан әң муһим нуқтилиридин бири болуп һесаблиниду. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай баш министири дарфур сияситини ақлиди
- Голландийә парламентидики христианлар бирләшмиси олимпикни байқут қилиш пикирини оттуриға қойди
- Дарфур партизанлири хитайниң судандики нефитликигә һуҗум қозғиди
- Хитай суданға 300 кишилик тинчлиқ сақлаш қошуни әвәтиду
- Әнгилийә парламент әзалири хитайдин дарфур мәсилисидә ярдәмчи болушни тәләп қилди
- Хитай өктичииси бейҗиң олимпик йиғинини байқут қилишқа чақирди
- Афенада бейҗиң олимпик йиғиниға қарши кишилик һоқуқ мәшили яндурулди
- Дуня уйғур қурултейи хитай һөкүмитини кишилик һоқуқ мәсилисидә дуняға бәргән вәдисини әмәлгә ашурушқа чақирди
- Америка парламинт әзалири хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики үчүн олимпикни байқут қилиш һәққидә тәклип сунди
- "Хәлқара олимпик комитетиниң һәрикәт қоллинидиған пәйти йетип кәлди"
- Дуня уйғур қурултийи бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш һәрикити қозғиди