Яң җйәнли хитайниң демократийилишиш вә әркинликни тосушиниң мумкин әмәсликини көрсәтти
Хитайда бәш йиллиқ түрмә муддити тошуп америкиға қайтип кәлгәндин кейин, 22 - авғуст күни америка дөләт мәҗлисидә мухбирларниң соаллириға җаваб бәргән доктор яң җйәнлиниң ейтишичә, хитай һазир кәмкүтсиз сақчи дөлити болуп қалған. Буниңға тақабил туруш үчүн, хәлқ ичидә дөләткә баҗ тапшурған адәмниң қандақ қануни һоқуқи барлиқи вә бу һоқуқни қандақ ишлитиши лазимлиқини чүшинип йетиватқан адәм барғансери көпәймәктә.
Б б с агентлиқиниң баян қилишичә, мәһбуслар хитай түрмилиридә елип барған 'дөләткә баҗ тапшурғучилар инқилаби' һөкүмәтни түрминиң шараитини яхшилашқа вә қанунни иҗра қилишқа мәҗбурлиялиған.
яң җйәнли әпәнди америкида туруп қелиш һоқуқиға игә болған хитай пуқраси, америка харвард университетиниң тәтқиқатчиси, у 2002 - йили хитайға берип ишчилар һәрикитини тәкшүрүватқанда қолға елинип, 'чәтәл җасуси' дегән бәднам билән 5 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған.
Униң америка дөләт мәҗлисидә мухбирларға җакарлишичә, һазир хитайда әвҗ еливатқан демократийә вә әркинликни тосуш мумкин әмәс. Хитай коммунист һөкүмити һазир өзиниң һоқуқини сақлап қелиш үчүн зораванлиқ қилғансери униң һоқуқи шунчә зор риқабәткә дуч кәлмәктә. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити тйәнәнмин вәқәсидики намайишчини 18 йилдин кейин қоюп бәрди
- Хитай һөкүмити 12 сақчи вә һөкүмәт хадимини җазалиди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати явропа иттипақини өлүм җазасини әмәлдин қалдуруш җәһәттә хитай вә башқа асия дөләтлиригә бесим ишлитишкә қистиди
- 10 Йил ичидә 40 миң киши хитай түрмилиридин ақлинип қоюп берилгән
- Хитай будда дин саһәсидикиләр һөкүмәттин әйдиз мәһбуслирини кәчүрүм қилишни тәләп қилди
- Хитай түрмисидики моңғул өктичисиниң аяли хәлқара җәмийәтни йолдишиниң әһвалиға көңүл бөлүшкә чақирди
- Хитай қийнап иқрар қилдурушни чәкләйдиған йеңи бәлгилимә чиқарди
- Хитайда сорақ җәряни синалғуға елинидикән