Русийә билән хитай оттура асияниң нефитини талашмақта


2006.11.26

Қазақистан президенти нурсултан назарбайев келәр айда хитайни зиярәт қилип, хитай билән енергийә келишимигә қол қоймақчи. Шуниң билән бир вақитта йәнә хитай түркмәнистан биләнму чоң көләмдә тәбиий газлиқ ечишқа келишкән.

Русийә учурлиридин қариғанда, хитайниң түркмәнистан газлириға еришиши русийә енергийә саһәсини биарам қилған болуп, русийә һәр хил усул билән буниң алдини елишқа урунмақта.

Униң үстигә йәнә қазақистан хитай билән нефит аққузуш туруба линийиси қуруп, уйғур дияриға һәр йили 12 милйон тонна нефит маңдурушни башлиған. Хитайниң русийә билән болған нефит аққузуш туруба қурулуши лайиһиси москва тәрипидин қобул қилинмиғандин кейин, хитай қазақистан билән болған һәр тәрәплимә һәмкарлиқни күчәйтип, қазақистан нефитигә еришиш мумкинчиликини қолға кәлтүрди.

Қазақистан, туркмәнистан қатарлиқ енергийә дөләтлириму аста-аста русийиниң контроллуқи астидин қутулуш йоллирини издимәктә. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.