Ху җинтав әрәб әллири иттипақиниң министирлири билән көрүшти


2006.05.31

Чаршәнбә күни хитай-әрәб әллири мунбириниң 2‏- нөвәтлик министир дәриҗиликләр йиғини бейҗиңда өткүзүлүп, хитай дөләт рәиси ху җинтав әрәб әллири министирлири билән көрүшти. Бу хитай-әрәб әллири мунбириниң хитайда тунҗи қетим министир дәриҗилик йиғини өткүзүши болуп һесаблиниду.

Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, ху җинтав көрүшкән әрәб әллири иттипақиға әза дөләтләрниң министирлири ичидә һаммас тәшкилати рәһбәрликидики пәләстин һөкүмитиниң ташқи ишлар министириму бар икән. Ху җинтав учришиштин кейин мухбирларға, хитайниң әрәб әллири билән болған һәр саһәдики мунасивитиниң давамлиқ раваҗлинидиғанлиқини тәкитлиди.

Ғәрб әллири тәрипидин террочи һөкүмәт дәп әйиблинип келиватқан һаммас рәһбәрликидики пәләстин һөкүмитиниң ташқи ишлар министири маһмуд заһарниң йиғин мәзгилидә хитай рәиси ху җинтав билән бивастә көрүшкән яки көрүшмигәнлики техи намәлум. Лекин хитай даирилири һаммас рәһбәрликидики пәләстин һөкүмитини улар тәхттин чиққандин буян қоллап кәлгән иди.

Икки күн давам қилидиған хитай-әрәб әллири иттипақи мунбиридә, әрәп әллири иттипақиниң баш секритари амир моса хитай рәиси ху җинтав билән йепиқ сөһбәт өткүзгән. Амир мосаниң ейтишичә, икки тәрәп дөләт пүтүнлүки мәсилисидә өз-ара сиясий ярдәмни күчәйтиш керәкликини тәкитлигән һәмдә ху җинтав әрәб әллириниң "бир җуңго" принсипида чиң туруп, тәйвәнгә қарши чиққанлиқиға рәһмәт ейтқан. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.