Хитай әрздарлар, хитай хәлқ қурултийиға очуқ хәт әвәтти
2008.03.01
Хитайдики әрздарлар, хитай хәлқ қурултийиниң әзалириға очуқ йезип, хитай һөкүмитиниң олимпик тәнһәрикәт йиғини өткүзүш салаһийитигә игә әмәсликини, тәкитлигән.
Хитай кишилик һоқуқ қоғдиғучилири тәшкилатиниң хәвәр қилишичә, хитай хәлқ қурултийи әзалириға әвәтилгән очуқ хәт елан қилинғандин кейин, мәзкур учуқ хәтниң йезилишиға ярдәм қилған ваң гуелан исимлик бир хитай паалийәтчиси, сақчилар тәрипидин тутуп кетилгән.
Очуқ хәттә, " биз гә охшаш, кишилик һоқуқи дәпсәндә қилинған, дәрдигә дава тапалмиған әрздарлар, пуқралириниң әқәллий кишилик һоқуқлирини қоғдиялмиған бир дөләтни, олимпик өткүзүш мәдәний сәвийисигә йетәлмигән дөләт дәп қараймиз" дейилгән.
Хитай кишилик һоқуқ қоғдиғучилири тәшкилатиниң билдүрүшичә, хитай хәлқ қурултийи әзалириға әвәтилгән очуқ хәткә, 12700 дин артуқ киши қол қойған. Очуқ хәткә қол қойғанлар, хитай һөкүмитини хитай асасий қанунида капаләт астиға елинған сүз әркинлики, мәтбуат әркинлики йиғилиш әркинлики, сиясий партийә қуруш вә намайиш тәшкилләш әркинлики қатарлиқ әркинликләрни қоғдашқа чақирған. Улар шундақла бейҗиң һөкүмитидин, хитай сақчи даирилириниң сиясий өктичиләрни сотқа тартмай туруп, әмгәк билән өзгәртиш лагирлириға әвәтиш җазалириға һөкүм қилиш салаһийитини, бикар қилишни тәләп қилған. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати америкини хитай кишилик һоқуқи мәсилисидә сөзи билән һәрикити бирдәк болушқа чақирди
- Америка диний әркинлик тәшкилати доклат елан қилип хитайни әйиблиди
- Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитайниң кишилик һоқуқни тизликтә яхшилишини тәләп қилди
- Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати йиллиқ доклатида хитайни әйиблиди
- Хитай һөкүмити кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң бесимиға тиз пүкмәйдиғанлиқини билдүрди
- Хитайниң аял - балиларниң мәнпәәтини қоғдаш йиғини ечилди
- Хитай 'шәһванийлиққа қарши туруш' дегән нам билән кишилик һоқуқни дәпсәндә қиливатиду
- Хитайда кишилик һоқуқ вәзийитини күнсери начарлашмақта
- Хитай америкиниң кишилик һоқуқи саһәсидики тәнқидини рәт қилди
- Уйғур илидин бейҗиңға әрз сунушқа барған хитай әрздарларниң сани көпәймәктә
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитайни әмгәк билән өзгәртиш түзүмини бикар қилишқа чақирди
- 17 - Қурултай мәзгилидә хитайниң әрздарларни бастуруш һәрикити давамлашмақта