Яврупа кометити, бейҗиңни сиясий ислаһат елип беришқа чақириди
2005.07.17
яврупа комитетиниң рәиси барозо, бейҗиңни сиясий ислаһат елип беришқа чақирип, кишилик һоқуқни яхшилаш билән демократийини илгири сүрүшни тәшәббус қилди. Барозониң қаришичә, юқирида тәкитләнгән нуқтилар хитайниң тәрәққияти билән зич мунасивәтлик икән.
Франсийә агентлиқиниң 16 - июл күнидики хәвиригә қариғанда, барозо хитай иҗтимаий пәнләр академийисидә нутуқ сөзләп: “яврупа иттипақиниң тәҗрибә - савақлири һәмдә яврупа иттипақиға әза дөләтләрниң охшаш болмиған муһитта йәкүнлигән нәтиҗисигә асасән, әгәр хитайда чоңқур бир сиясий ислаһат елип берилмайдикән, һәр қанчә күчәйгән иқтисадий тәрәққиятму , ахири җәмийәттә йүз бәргән түрлүк давалғушлар түпәйлидин тохтап қалиду” дәп көрсәткән.
Барозо нутқиниң ахирида , бейҗиңниң тәйбей билән бивастә диалог қурушини тәшәббус қилған. Шу күни хитай дөләт рәиси хуҗинтав билән сөһбәт өткүзгән барозо йәнә, ху җинтавға яврупа иттипақиниң хитай билән истратегийилик һәмкарлиқ мунасивити қурушни үмид қилидиғанлқини билдүргән.