Яврупа иттипақи хитайни кишилик һоқуқни яхшилашқа чақирди
2006.06.01
Йеқинда яврупа иттипақи, хитайниң сиясий җинайәтчиләрни тән җазаси билән қийнаш шуниңдәк өлүм җазаси иҗра қилиштәк қилмишлирини өзгәртишини тәшәббүс қилди.
яврупа иттипақиниң мәзкүр тәшәббүси дәл 21 - нөвәтлик хитай билән яврупаниң кишилик һоқуқ диалоги елип бериливатқан пәйтигә тоғра кәлгән болуп, яврупа иттипақиниң ташқи ишлар министирлиқи йәнә ,хитайдин мәтбуат вә ентернет тор бәтлиригә қаритилған контроллиқини бикар қилишини, түрмигә ташлиған мухбирларни әркинликкә чиқиришини тәләп қилди.
яврупа иттипақиниң хитай тоғрисидики доклатида билдүрүлишичә, хитай ташқи ишлар министирлиқи хәлқара бөлүминиң мудири ву хәйлоң башчилиқидики хитай вәкилләр өмики, яврупа иттипақиға сақчиларниң сорақ җәрянини синалғу линтисиға елиш вә өлүм җазасини қандақ иҗра қилиш әһвали һәққидә доклат һазирлиған.
Өткән ай, хитай һөкүмити кишилик һоқуқни яхшилаш үчүн бундин кейин җинайәтчиләрни сорақ қилғанда сорақ өйигә синалғу қоюш, өлүм җазасини укул билән иҗра қилиш усуллирини елип баридиғанлиқини тәкитлигән иди.
яврупа иттипақи хитайдин йәнә, уйғур вә тибәтләргә диний әркинлик беришни тәләп қилиш билән биргә , өлүм җазаси берилгән җинайәтчиләрниң органлирини сетиш қилмишлирини тохтитишни тәләп қилди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- явропа иттипақи: җоңгоға қаритилған қорал - ярақ имбаргоси давамлишиду
- Ли җавшиң, шветсарийә ташқи ишлар министири билән кишилик һоқуқ мәсилилири бойичә сөзләшти
- Фладелфийә тәкшүргүчиси гезити: хитайда кишилик һоқуқ йәнила назук мәсилә
- яврупа иттипақи вә хитай тоқумичилиқ мәһсулатлири тоғрисида келишти
- явропа иттипақи билән хитай тоқумичилиқ маллири үстидә сөһбәт башлиди