Ангела маркел хитай баш министири билән иран вә кишилик һоқуқ мәсилилирини музакирә қилди
2006.05.22
Германийә баш министири ангела маркел хитайда елип барған тунҗи зияритидә дүшәнбә күни хитай баш министири вен җябав билән иран ядро пилани вә кишилик һоқуқ қатарлиқ ғәрб әллири билән хитай оттурисида пикир бирлики болмиған мәсилиләр бойичә сөһбәт елип барди.
Шуниң билән биргә хитай - германийә иқтисад , сода алақисини раваҗландуруш ангела маркелниң бу қетимқи хитай сәпиридә йәтмәкчи болған муһим нишанлириниң бири. Хитай билән германийиниң 2005 - йилдики сода һәҗими 63 милярд долларға йәткән.
Маркелниң мухбирларға ашкарилишичә, у хитай баш министири вен җябав билән иран ядро қораллириға игә болмаслиқи керәк, дегән мәсилидә ортақ тонуш һасил қилған. Лекин у, иранни ядро қоралларға игә болуштин қандақ ваз кәчтүрүш мәсилисидә хитай билән ортақ чүшәнчә һасил қилған яки қилмиғанлиқини тилға алмиди.
Маркел явропа иттипақиниң хитайға қойған қорал - ярақ имбаргосини бикар қилишқа қарши турған иди. У, вен җябав билән кишилик һоқуқ мәсилисини музакирә қилғанлиқини вә бу мәсилиниң буниңдин кейин давамлиқ оттуриға қоюлидиғанлиқини билдүрди. Маркел, " мән вен җябавға кишилик һоқуқниң айрип қариғили болмайдиған мәсилә икәнликини ениқ йәткүздум " дәйду.
Маркелниң әскәртишичә, у әқлий мүлүк һоқуқини қоғдаш мәсилисини оттуриға қойған вә хитай билән германийиниң енергийә саһәсидики һәмкарлиқини күчәйтишни үмид қилған. Ангел маркелниң 4 күн давамлишидиған хитай зиярити йәкшәнбә күни башланди. У бу җәрянда шаңхәйни зиярәт қилиду. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ангела маркел хитай - германийә мунасивитини тәңшәш мәсилисигә дуч келиши мумкин
- Ху җинтав шредөр вә маркиллар билән сөһбәт өткүзди
- Гирманийә парламенти башлиқиниң бейҗиңдики нутуқи, хитайни биарам қилди
- Германийидики тәшкилатлар, шредөрни хитай билән кишилик һоқуқ мәсилиси бойичә сөһбәт елип беришқа үндиди