Хитай һөкүмити явропани қорал- ярақ имбаргосини бикар қилишқа үндимәкчи
2007.11.19
Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң билдүрүшигә қариғанда, мушу айниң ахири явропа иттипақи билән хитай арисида елип берилидиған сөһбәт йиғини җәрянида, хитай һөкүмити явропа бирликини хитайға қаратқан қорал- ярақ имбаргосини бикар қилишқа үндәп көридикән.
Гәрчә хитай явропа бирликиниң әң чоң сода шерики болсиму, әмма 1989- йили хитай һөкүмәт армийиси тйәнәнмен мәйданида елип берилған демократийә намайишини қанлиқ бастурғандин кейин, явропа иттипақи хитайға қарита қорал-ярақ имбаргоси йүргүзгән болуп, хитай һөкүмити та һазирғичә явропа иттипақини мәзкур имбаргони бикар қилишқа үндәп кәлмәктә.
Бирләшмә агентлиқиниң көрситишичә, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң бир хадими, хитайниң явропа иттипақидин илғар һәрбий қоралларни сетивелиш нийитиниң йоқлуғини билдүргән болсиму, әмма мәзкур имбаргони бирхил сиясий кәмситиш дәп қарайдиғанлиқини билдүргән.
1989- Йили явропа иттипақи хитайға қарита қорал-ярақ имбаргоси йүргүзгәндин буян, мәзкур мәсилә явропа бирлики билән хитай арисида елип берилған дипломатик учришишлардики муһим темиларниң бири болуп кәлмәктә.
Мәлум болушичә, мушу айниң 28- күни португалийә баш министири җосе сократесниң йетәкчиликидики явропа иттипақиға әза әлләрдин кәлгән вәкилләр өмики бейҗиңға йетип келип, хитай тәрәп билән сөһбәт елип баридиған болуп, хитай мушу йиғин җәрянида қорал- ярақ имбаргоси мәсилисини оттуриға қойидикән. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка иранға илгирилигән һалда имбарго қойди
- явропа иттипақи хитайни таварларниң бихәтәрликини тәкшүрүшни техиму чиңитишқа қистиди
- явропа парламенти вәкилләр өмики тибәттә зиярәттә болмақта
- Хитай дөләт рәиси хуҗинтав шивитсийә зияритини рәсми башлиди
- Санаәтләшкән 8 дөләт юқири дәриҗилик әмәлдарлириниң йиғини германийидә ечилмақчи
- явропа иттипақи ташқи ишлар минстирлири хитай тәрәп вәкиллири билән айрим учрашти
- Шивитсийә ташқи ишлар министерликиниң 2006 - йиллиқ инсан һоқуқлири һәққидики доклати
- яврупа иттипақи хитайға қаратқан қорал имбаргосини давамлаштурушни қарар қилди
- яврупа бирлики хитай содиси һәққидә йеңи сиясәт бәлгилиди
- Италийә явропа иттипақиниң хитайға қойған қорал- ярақ имбаргосини бикар қилиш тәрәпдари