Америка хитайниң җасослуқ паалийәтлирини әйиблиди
2007.11.15
Америка- хитай иқтсадий вә бихәтәрлик мунасивәтлирини көзитиш комитети, пәйшәнбә күни өзиниң 2007- доклатини елан қилип, хитай һөкүмитиниң болупму америкиниң илғар һәрбий техникисини қолға кәлтүрүш үчүн җасуслуқ паалийитини күчәйткәнликини билдүрди.
Америка-хитай иқтсадий вә бихәтәрлик мунасивәтлирини көзитиш комитети тәрипидин америка дөләт мәҗлиси вә америка һөкүмитигә сунулған доклатта, хитай һөкүмитиниң армийисини күчләндүрүш, америкиниң илғар техникисини қолға кәлтүрүш үчүн башлатқан җасуслуқ паалийити, америка технологийиси үчүн әң чоң тәһдит һесаблиниду, дейилгән.
Хитай һөкүмитиниң җасуслуқ паалийитиниң наһайити җиддий бир мәсилә икәнлики тәкитләнгән доклатта, америка һөкүмитидин буниңға қарши тәдбир елиши керәклики тәләп қилинған.
Доклатта шундақла, хитай һөкүмитиниң әркин базар иқтисадий принсиплириға қарши тәдбирләр елишқа башлап, иқтисадий саһәдә һөкүмәт контроллуқиниң барғансери күчийиватқанлиқи баян қилинған.
Америка-хитай иқтисадий вә бихәтәрлик мәсилилирини көзитиш комитети, америка дөләт мәҗлиси тәрипидин қурулған бир комитет болуп,мәзкур тәшкилат 2007-йиллиқ доклатида, хитай һөкүмитиниң америкидин илғар техника оғрилаш паалийәтлириниң алдини елиш вә хитайниң зәһәрлик таварлар вә зиянлиқ йемәк-ичмәклириниң експортини тосуш үчүн америка һөкүмити вә дөләт мәҗлисигә 42 түрлүк тәклип бәргән. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка дөләт мудапиә министири гейтис хитайни зиярәт қилиду
- Хитай -тәйвән оттурисида җасус тутуш буйичә йәнә бир җиддий җәң башланди
- Немә үчүн америкида әрзан нәрсә хитайда қиммәт?
- Америкида икки нәпәр хитай пуқраси үстидин җасуслуқ делоси турғузулди
- Тәйвән тәкшүрүш идарисиниң икки хадими хитайға мәлумат сатқанлиқи үчүн қолға елинди
- Хитай дунядики итиварини қайтидин тикләш үчүн бәзи ширкәтләрни тақашқа башлиди
- Америка мудапиә министирлиқи доклатида, хитайни тәйвәнгә һуҗум қилмаслиқ тоғрисида агаһландурди
- Америка тәйвәнниң узун мусапилиқ һуҗум қораллирини тәрәққи қилдурушини қоллимайду