Хитай һөкүмитиниң ташқи перевот җуғланмиси дуня буйичә биринчи болғини бир нумус
2006.04.11
Хитай һөкүмитиниң ташқи перевот җуғланмисиниң ешиши вә буниңға болған инкас
Шинхуа агентлиқи 4 - айниң 5 - күни, хитай һөкүмитиниң ташқи перевот җуғланмиси853 милярд 700 милйон юәнгә йитип, дуня буйичә 1 - орунға өткәнликини елан қилди. Б б с бу санлиқ мәлумат һәққидә елан қилған хәвәрдә, бир дөләтниң наһайити көп ташқи перевот җуғланмиси болғининиң бирмунчә пайдиси болсиму, әмма униң дөләт ичидә иқтисадий тәңпуңсизлиқни пәйда қилидиған тәрипини , шуниңға охшаш зиянлиқ икәнликини көрсәтти. Һазир хитайниң шенҗен шәһиридә турушлуқ мулаһизичи җуҗәнго әпәнди хитай әмәлдарлириға бир тәшәббус оттуриға қоюп, хитайда пүтүн дөләт пуқралири кесәл болса давалиналайдиған, әвладлирини алий мәктәпкичә оқуталайдиған болмиғичә , һөкүмитиниң ташқи перевот җуғланмиси дуня бойичә биринчи болғанни сәккиз номусниң бири дәп һесаблаш керәк, дәп көрсәткән.
Нимә үчүн җуңгониң ташқи перевот җуғланмиси дуня бойичә биринчи болғанлиқи нумус дәп қарилиду?
'Йеңи әсир журнили'ниң 4 - айниң 7 - күнидики санида елан қилинған 'җуңгониң ташқи перевот җуғланмиси дуня бойичә биринчи болғанлиқини сәккиз нумусниң бири дәп һесаблаш керәк' дегән мақалидә баян қилинишичә, хитайда пүтүн дөләт буйичә яритилған омум мәһсулат қиммити гәрчә японийиниң йеримиға йәтмисиму, әмма һөкүмәтниң ташқи перевот җуғланмиси 853 милярд 700 милйон юәнгә йитип дуня буйичә биринчи орунға өтти. Бу гәрчә коммунист һөкүмити йолға қойған сахта заманивийлишиш давамида келип чиққан илләт, екологилик тәңпуңлуқниң бузулуши бәдилигә кәлгән яман ақивәт болсиму, әмма һөкүмәт әмәлдарлири, худди тарихта өткән чиң сулалисиниң йоңҗең йиллирида падиша өзиниң хәзинисигә киргән күмүш миқдари 13 йилда 50 милйон сәргә йәткәнлики билән махтанғанға охшаш өзини махтимақта. Ташқи перевот адәттә икки мәнбәдин келиду,-- дәп тәһлил қилиниду бу мақалидә, --- буниң биринчи мәнбәси қәрз характерлик мәбләғ. Бу чәтәлләрниң салған мәблиғи, йәни чәтәлләр бу дөләттә аманәт қойған пул. Бундақ пулни чәтәлләр халиған вақитта елип чииқп кетәләйду. Йәнә бир мәнбәси хәлқаралиқ содида қизил рәқәм пәйда қилиш арқилиқ тапқан пайда , йәни 'җуңгода ясалди' дәп марка чапланған малларға алмаштурған пул. Бу дөләтниң иқтисадий қувитини, риқабәт күчини билдүриду. Әмма бу хил пул аран омуми ташқи перевот миқдариниң 29% ни тәшкил қилиду. Әмәлийәттә махтанғучилики йоқ.
Ташқи перевотниң ешиши вә хәлиқ турмушиниң өзгириши тоғрисидики селиштурма
Дөләтниң статистика материяллириға асасланғанда, хитайниң ташқи перевот миқдари 1978 - йили 1 милярд 600 милйон юән . 1989 - Йилиға кәлгәндә 8 милярд 900 милйон юәнгә йәткән. Әмма шу йилларда ишчилар, оқутқучилар пүтүнләй дөләт пулиға давалинатти, деһқанларму һәмкарлишип давалаш дегән мәбләғдин қисмән пайдилиналайтти. Шу йилларда шәһәр - йезилардики дөләт пуқралири үчүн балилирини оқутуш еғир кәлмәйтти. Әмди дөләтниң ташқи перевот миқдари 853 милярд 700 милйон юәнгә йитип дуня бойичә биринчи орунға өткән 2006 - йилиға кәлгәндә, хитайда ишчилар вә деһқанлар кесәл болуп қалса давалинишқа, балилирини оқутушқа қурби йәтмәйдиған һалға чүшүп қалди. Буниң сири немә?
Хәлиқ турмуши ташқи перевотниң ешиши билән яхшилинип кәткини йоқ
Бир деһқанниң апторға ейтип беришичә, 1960 - йили хенән өлкиисниң шиняң вилайитидә деһқанлар күндә ачлиқтин онмиңлап өлүватқанда, һөкүмәт әмәлдарлири дөләтниң ашлиқ искилатини чиң сақлап ятқан иди. Мәһәллә бойичә өлүватқан деһқанни һөкүмәт көрүп туруп қутқазмиған. Әмма шу йилларда қосиқи ач қалған бирму әмәлдар йоқ. Бундақ чоң паҗиәни коммунистларниң 'партийә мәнпәәти биринчи' дегән пәлсәписи пәйда қилған. 80 -Йиллардики санлиқ мәлуматларниң испатлишичә, җавзияң, хуявбаңлар һөкүмәтниң ташқи перевот җуғланмисини азайтқан. Шу йилларда ишчи, деһқанлар үчүн давалиниш, балилирини мәктәпләрдә оқутуш қийин болмиған. Униңдин кейинки коммунист рәһбәрлири пүтүн хитай хәлқниң кәлгүсидә ишлитидиған тәбиий байлиқлирини мәбләғ селип, хитайни 'пүтүн дуняниң завути'ға айландуридиған сиясий қурулуш елип барди. Һазир һөкүмәтниң ташқи перевот җуғланмиси дуня буйичә биринчи, әмма дөләт пуқралири кесәл болса давалиналмайдиған, әвладлирини мәктәпләргә бирәлмәйдиған яман ақивәткә қалди.
юқарқи санлиқ мәлумат вә тәһлилләр асасида, мәзкур мақалиниң аптори ху җинтав башлиқ хитай әмәлдарлириға таки пүтүн дөләт пуқралири кесәл болса давалиналайдиған, әвладлирини алий мәктәпкичә оқуталайдиған болмиғичә, хитай һөкүмитиниң ташқи перевот җуғланмиси дуня буйичә биринчи болғанни 'сәккиз номус'ниң бири дәп һесаблаш керәк, дегән тәшәббусни оттуриға қойған.
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай, 15 йиллиқ муһит қоғдаш пиланини елан қилди
- Хитай қисқуч пақиси әнглийә дәрялириға тәһдит болмақта
- Хитайда йилиға 400 миңдин артуқ киши һаваниң булғиниши сәвәблик балдур өлүп кетиду
- Хитай келәрки он йил ичидә иқтисадий җәһәттин арқиға чикинидикән
- Ғәзәпләнгән деһқанлар муһитқа зиянлиқ бир завутқа һуҗум қилған