Вен җябав хитай кишилик һоқуқ хатирисини ақлиди
2006.04.07
Хитай баш министири вен җябав йеңи зилландийини зиярәт қилиш җәрянида, җуңго ташқий дуняға ечиветилиш билән биргә, демократийиниң тәрәққияти вә кишилик һоқуқни яхшилашни илгири сүрмәктә, деди. Вен җябав пәйшәнбә күни йеңи зилландийә баш министири клак билән сөһбәт өткүзгәндин кейин мухбирларға хитай кишилик һоқуқ хатирисини ақлап, "җуңго хәлқи хизмәт тепиш, көчүш, чәтәлгә саяһәт қилиш вә учур таллаш мәсилисидә бурунқиға қариғанда зор әркинликтин бәһриман болмақта " дәйду.
Униң әскәртишичә, җуңго һөкүмити йеқинқи бир қанчә йил ичидә 200 милйон кишиниң намратлиқтин қутулушиға ярдәмчи болған. Лекин у, хитай кишилик һоқуқ хатирисидә бәзи йитәрсизликләр барлиқини етирап қилди. У, җуңгода демократийә вә сиясий тәрәққиятниң илгирилишигә әгишип, хитай пуқралириниң техиму көп әркинликтин бәһриман болидиғанлиқини билдүргән. Лекин вен җябавниң сөзи кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң тәнқидигә учриған.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати асия бөлүминиң башлиқи брәд адамс, вен җябавниң сөзи " әркинлик хитай рәһбәрлириниң җуңго пуқралириға ата қилған соғиси дегәнни има қилған " деди. "Кишиләр туғулуштинла әркин туғүлған. Әркинлик уларниң тартивалғили болмайдиған түп һоқуқи " дәп тәкитлигән брәд адамс, " җуңгода бу әһвал тамамән тәтүрисичә," җуңго компартийиси пүтүн һоқуқни контрол қилмақта " дәйду.
Мунасивәтлик мақалилар
- Хәлқара кризис тәшкилати: хитай вәзийити өткән йили начарлашти
- Хитай, америкиниң кишилик һоқуқ җәһәттики әйиблишигә рәддийә бәрди
- Хитай һөкүмити, ху җинтавға очуқ хәт язған хитай адвукатиниң ширкитиниң паалийитини тохтатти
- Б д т али комисари хитайниң кишилик һоқуқ мәсилисидә хәлқара өлчәмгә әмәл қилишини тәләп қилди
- Хитай, б д т кишилик һоқуқ комитети билән қанун ислаһати келишими имзалиди