Гуаңҗуда 4 миң киши иш ташлап йолларға тосақларни қурди


2008.01.11

Хитайниң гуаңҗу шәһиридики тәйвәнликләр мәбләғ салған гуаңда аяғ - кийим карханисиниң 4000 дәк ишчиси алдинқи күни иш ташлап, йолларға тосақларни қурди. Намайишчилар завут даирилиридин тутуп қелинған маашини толуқлап беришни тәләп қилған.

Намайишчилардин бир кишиниң әскәртишичә, буниңдин 3 ай илгири кархана даирилири ишчиларға завутниң дуңвән дегән җайға көчидиғанлиқини, ишчилар халиса дуңвәнгә көчүп берип ишлисә болидиғанлиқини уқтурғандин кейин, бәзи ишчилар дуңвәнгә көчүшни халимай, завут даирилиридин 2002 - йилдин буян тутуп қелинған қошумчә иш һәққиниң толуқлап берилишини тәләп қилған болсиму, лекин һазирға қәдәр алалмиған.

Хәвәрләрдә бу вәқә ишчиларниң наразилиқини қозғап, юқириқи намайишниң келип чиқишиға сәвәб болғанлиқи билдүрүлмәктә. Ишчиларниң әскәртишичә, улар 2002 - йилдин бери һәр күни кәч саәт 10:00дин 12:00 гичә қошумчә ишлигән болсиму, лекин қошумчә иш һәққи һазирға қәдәр берилмигән. Ишчилар намайиш қилғандин кейин кархана даирилири ишчилар билән көрүшүп, намайишчиларни қайтип кетишкә үндигән һәм ишчиларниң вәкил чиқирип завут даирилири билән сөһбәт өткүзүшини тәләп қилған. Лекин ишчилар завут даирилириниң вәкил чиқириш тоғрисидики тәлипини рәт қилған.

Намайишчиларниң әскәртишичә, буниңдин бурун ишчилар завут даирилириға көп қетим илтимас сунған болсиму, лекин завут даирилири ишчиларниң тәлипигә қулақ салмиған. Хоңкоңдики " вен хуй" гезитиниң хәвәр қилишичә, ахири вәқәгә һөкүмәт арилашқан болуп, сақчиларни ишқа салған һәм ишчиларни йолдики тосақларни бикар қилишқа, завут даирилири билән сөһбәт өткүзүшкә қайил қилған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.