Җеҗяң өлкисидә өйидин көчүшкә мәҗбурлаш сәвәбидин тоқунуш йүз бәрди
2007.06.23
Мәркизи хоңкоңдики кишилик һоқуқ вә демократийә учур мәркизиниң хәвәр қилишичә, чаршәнбә күни хитайниң җеҗяң өлкиси шеңҗо шәһиридә хитай сақчилири билән намайишчилар оттурисида йүз бәргән тоқунушларда аз дегәндә 20 киши яриланған.
Кишилик һоқуқ вә демократийә учур мәркизи вә хоңкоңда чиқидиған бейҗиң хәвәрлири гезитиниң билдүрүшичә, тоқунушлар чаршәнбә күни сақчиларниң ойи бир қурулуш даириси ичидә йәр алған 90 яшлиқ аялни ойидин мәҗбури көчүрүши билән мәйданға кәлгән. Хәвәрләргә қариғанда, ойидин кочүшни рәт қилған яшанған аял ойиниң өгзисигә чиқип "өзини көйдүривалимән" дәп тәһдит қилған.
Хәвәрдә ейтилишичә, мәзкур аял 2004- йилдин бери ойидин көчмәслик үчүн һөкүмәт даирилири билән тиркишип кәлгән икән.
Шеңҗо шәһиридә 2000 әтрапида киши сақчиларниң яшанған аялини ойидин көчүрүшигә қарши чиқип, сақчиларни тосушқа тиришқан. Намайишчилар билән хитай сақчилири оттурисида чиққан тоқунушларда, аз дегәндә 20 киши яриланған болуп, 6 намайишчи сақчилар тәрипидин қолға елинған.
Йәрлик һөкүмәт даирилириниң, бир нәччә йилдин бери, йеңи ой селиш, барар селиш яки башқа қурулуш ясаш үчүн, деһқанларниң йәрлирини сетишқа мәҗбурлиши, хитайда нурғунлиған тоқунушларға сәвәб болмақта. Йәрлирини сетишқа мәҗбур болған деһқанлар яки өйлири һөкүмәт тәрипидин елинған кишиләр, йәрлик һөкүмәт даирилириниң наһайити аз пулға йәр вә өйлирини сетивалғанлиқидин шикайәт қилишмақта. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кишилик һоқуқ йиғиниға қатнишиш үчүн йолға чиққан хитай әйдиз паалийәтчисиниң аяли айродромда тосуп қелинди
- Гуаңшида пиланлиқ туғут тоқунуши пәйда қилған әмәлдарларни сотлаш үчүн адвокатлар һәқсиз мулазимәткә тәйяр
- Гуаңшида пиланлиқ туғут сияситигә қарши кәйпият йәнила җидди
- Гуаңши бобәйдики деһқанларниң һөкүмәткә қарши наразилиқи мәтбуатларда мулаһизә қилинмақта
- Гуаңшидики деһқанларниң пиланлиқ туғутқа қарши қозғилиңи сақчилар тәрипидин бастурулди
- Чоңчиң шәһридә аял ишчилар кәң көләмлик наразилиқ намайиш елип барди
- Хитай пешқәдәм демократниң хоңкоңни зиярәт қилишиға йол қойди
- Хунәндики амма һөкүмәткә қарши намайиш қилди
- Хитай партийә мәктипи хитайда миллий зиддийәтләрниң көпийиватқанлиқини билдүрди
- Кишилик һоқуқ тәшкилати хитайни адвокатларға қойған чәклимисини йоқ қилишқа үндиди