Хитай бихәтәрлик тармақлири бейҗиң олимпик йиғинида намайиш елип барғанлар қаттиқ җазалинидиғанлиқини билдүрди


2007.11.16

Хитай сақчи даирилириниң җүмә күни билдүргәнлиригә қариғанда, келәр йиллиқ бейҗиң олимпики җәрянида, иҗтимаий вә яки сиясий түс алған намайишларға қарши қаттиқ чариләрни қоллинидикән.

Бирләшмә агентлиқида нәқил қилинишичә, хитай олимпик бихәтәрлик қоманданлиқ мәркизиниң муавин директори лю шавву, аманлиқ сақлиғучи қисимларниң олимпик мусабиқиси өткүзүватқан орунда вә яки шуниң әтрапида елип берилған һәрқандақ шәкилдики намайишларни тосидиғанлиқини билдүргән.

У йәнә мундақ дегән: " хитайниң игилик һоқуқиға дәхли қилидиған, бөлгүнчилик вә террорлуққа үндәйдиған һәрқандақ қилмишларға йол қоюшқа болмайду вә хитай қануни буйичә бир тәрәп қилиниду."

Бирләшмә агентлиқиниң бу һәқтә бәргән хәвәрдә көрситилишичә, лю олимпик йиғинида йүргүзүлидиған юқириқи бихәтәрлик чарилирини ақлап, олимпик мусабиқиси өткүзүлүватқан орунда елип берилған намайишларни бесиқтурушниң олимпик низамнамисигә уйғун икәнликини қошумчә қилған.

Мәлум болушичә, келәр йили 8- авғусттин 24- авғустқичә бейҗиңда өткүзүлидиған 2008- йиллиқ олимпик йиғиниға 28 миң нәпәр чәтәл мухбири вә ахбарат хадимлири қатнишидиған болуп, бу хитайда һөкүмәткә наразилиқ билдүргүчиләрни кәм тепилидиған пурсәт билән тәмин етидикән. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.