Хәлқара олимпик комитети әмәлдарлири хитай кишилик һоқуқ баянати һәққидә муназириләшмәктә


2007.11.27

Хәлқара олимпик комитети әмәлдари вә яврупа парламент әзаси пал шимит дүшәнбә күни олимпик комитетини, келәр йил бейҗиң олимпики башлиниш алдида хитайниң кишилик һоқуқи тоғрисида баяннамә елан қилишқа" чақирди.

65 яшқа киргән пал шимит, 1968 ‏- һәмдә 1972 ‏- йиллиридики олимпикта алтун медал алған. Униң билдүрүшичә, 1964 ‏- йили хәлқара олимпик комитети җәнубий африқиниң олимпикқа қатнишишини әмәлдин қалдурған, буниңға җәнубий африқида ирқий айримичилиқниң әвҗ елиши сәвәб болған.

" Йәнә шундақ һәрикәт қоллинидиған пәйт йетип кәлди " дәп билдүргән пал йәнә " нөвәттә инсан һәқлири тәшкилатлири һәм паалийәтчилириниң начар инсан һәқлири келиматлириниң олимпикқа тәсир көрситиватқанлиқи һәққидики илтиҗалириға, болуватқан ишларға қулиқимизни йопурувалалмаймиз, илгири җәнубий африқиға қарита шундақ бир сиясий баянат елан қилғандәк, олимпик комитети буни йәнә қайта қилишқа болиду, " дәйду.

Пал өзи олимпикни байқут қилишқа қарши болуп, у олимпикни байқут қилиш тәнһәрикәтчиләрни җазалаш дәп қарайдикән. Шуңа у бу хитайға берилгән алтун пурсәт, әмма бу пурсәт кишилик һоқуққа һөрмәт қилинған асаста берилиши керәк, "дәйду. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.