Хитай һөкүмити кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң бесимиға тиз пүкмәйдиғанлиқини билдүрди


2008.01.29

Хитай һөкүмәт ахбарат вастилириниң хәвәр қилишичә, хитай һөкүмәт даирилири бейҗиң олимпикини козур қилип хитайниң сияситини өзгәртиш арзусида болуватқан һөкүмәт вә һәр қандақ тәшкилатларниң бесимлириға қәтий тиз пүкмәй өз сияситини һәргиз өзгәртмәйдиғанлиқини оттуриға қойди.

Ройтерс агентлиқида хитай һөкүмитиниң зувани болған җуңго гезитидин нәқил елип көрситилишичә, гезиттә олимпикниң дунай характерлик муназирә нуқтисиға айланғанлиқи, әмма хитайниң бундақ бесимларға бәрдашлиқ берәләйдиғанлиқи көрситилип: " улар хитайға йетәрлик бесим ишлитип хитай һөкүмитини өзлириниң дегән йеригә кәлтүримиз дәп ойлап қалди, әмма улар чотни хата соқти," дәп йезилған.

Хәвәрдә көрситилишичә, хитай ташқи ишлар министири баянатчиси җяң йү хитай һөкүмитиниң өз пуқралириниң әркинлики вә һоқуқини қоғдаш җәһәттә көрсәткән тиришчанлиқиниң чоқум нәзәргә елинишини вә олимпикниң сиясийлаштурулмаслиқини оттуриға қойған вә хәлқара җәмийәтниң бейҗиң олимпикигә қарши туридиған пикирләргә қарши инкас қайтуруши керәкликини билдүргән.

Дуняниң һәрқайси җайлиридики кишилик һоқуқ вә демократийә тәшкилатлири бу йил хитайда өткүзилидиған олимпикниң хитайға демократийә вә әркинлик елип келидиған яхши пурсәт икәнликини арзу қилип хитайға бу җәһәтләрдә һәр тәрәпләрдин бесим ишлитип келиватқан иди.

Өткән йили язда америкилиқ даңлиқ кино чолпини мия фәрров ханим, дарфурда қирғинчилиқ елип бериватқан судан һөкүмити хитайниң иқтисади җәһәттә қоллап һәрбий җәһәттә қорал‏ - ярақ билән тәминлишигә еришип кәлгәнликини көрситип 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпикини "қирғинчилиқ олимпики "дәп атиған иди.

Өткән һәптә нюйорк вақт гезитидә "хитайниң қирғинчилиқ олимпики" намлиқ бир парчә обзор елан қилинған болуп, мәзкур мақалидә хитай дарфур районида ирқий қирғинчилиқ елип бериватқан дөләт суданни дипломатийә җәһәттә қоллап олимпиккә дағ чүшүрди дегән идийә илгири сүрүлгән, бу мақалә елан қилғандин кейин, бу обзор үстидә торда һәр түрлүк инкаслар әвҗ алған иди. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.