Хитайниң алий сот вә тәптиш мәһкимиси вәкиллири өзбекистанда
2006.08.17
Өзбекистанда зиярәттә болуватқан хитай алий сот вә баш тәптиш мәһкимиси әзалири пәйшәнбә күни ташкәнттә өзбекистан алий сотиниң муавин рәииси бәхтияр җамалоф вә өзбекистан баш тәптиши рәшитҗан қәдироф билән көрүшкән.
Өзбекистан мәтбуатиниң хәвәр қилишичә, хитай алий сот вә баш тәптиш мәһкимиси әзалири икки күнлүк зиярити җәрянида өзбекистан даирилири билән икки дөләт оттурисида әдлийә саһәисидә мәвҗут һәмкарлиқни, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати рамкиси ичидә техиму күчәйтиш үстидә сөһбәтлишидикән.
1996- Йили қурулған хитай вә русийә йетәкчиликидики шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати, бөлгүнчилик вә диний әсәбийликкә қарши турушни өзиниң асаслиқ нишани қилип бекиткән болуп, бу мәсилидә хитай һөкүмитиниң бесими билән тиғ учини уйғурларға қаратқан. Болупму оттура асия дөләтлири уйғур паалийәтчилириниң хитай һөкүмитигә қарши наразилиқ һәрикәтлириниң алдини елип, һәтта хитай гуманлиқ дәп қариған уйғурларни хитай һөкүмитиниң тәлипигә асасән тутуп, хәлқара қанунларға хилап һалда хитайға тапшуруп бәрмәктә.
Өткән йили әнҗан шәһиридики қанлиқ бастуруш һәрикитидин кейин, хитай билән мунасивәтлирини техиму күчәйткән өзбекистан һөкүмити, бу йилниң башлирида, канада пуқраси һөсәнҗан қаримни тутуп, канада һөкүмити вә хәлқара җамаәтниң наразилиқиға қаримай хитайға тапшуруп бәрди. Хитай һөкүмити һөсәнҗан қаримни бөлгүнчи паалийәтләргә қатнашқан дәп әйиблимәктә. 10- Ағуст күни хитай даирилири һөсәнҗан қаримниң хитай түрмидә икәнликини һәмдә уни сотлашқа башлиғанлиқини билдүрди. (Қанат)









