Ху җинтав пакистан билән террорчилиққа қарши һәмкарлиқни күчәйтидиғанлиқини билдүрди
2004.12.16
Хитайниң дөләт рәиси ху җинтав пәйшәнбә күни чүштин кийин, бейҗиңни зиярәт қиливатқан пакситан баш министири шавкәт әзиз билән учришип, пакистан билән "үч хил күчләр" гә қарши һәмкарлиқини техиму күчәйтидиғанлиқини билдүрди.
Ху җинтав "хитай һөкүмити һәр қандақ шәкилдики террорчилиққа қарши туриду һәмдә пакистан һөкүмитиниң хитай пуқралири вә органлирини қоғдаш йолида тәдбир алғанлиқиға тәшәккүр ийтиду" дигән.
Хитай һөкүмити миллий мустәқиллиқ һәрикәтлири билән шуғулланған уйғурларни вә өзи йол қоймиған саһәдә диний паалийәт елип барған диндарларни " бөлгүнчи, радикал диний унсур вә террорчи" дигән намлар билән әйибләп кәлмәктә.
Сәйшәнбә күни хитайға қилған зияритини башлиған, пакистан баш министири шавкәт әзиз, ху җинтавниң сөзигә җавабән, һәр қандақ кишиниң пакистан туприқидин пайдилинип, хитайға қарши "террорлуқ" һәрикәтләрни елип беришиға йол қоймайдиғанлиқини билдүргән.
Пакистан узундин буян уйғурларниң пакистандики миллий мустәқиллиқ һәрикәтлирини чәкләп кәлмәктә. Пакистан һөкүмити йәнә, 11 - сентәбир вәқәсидин кийин, бир нәччә қетим уйғур мусапирлирини тутуп, хитай һөкүмитигә өткүзүп бәргән. Пакистан һөкүмитиниң бу қилмишлири илгири хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин " хәлқара қанун низамларға хилап" дәп қаттиқ әйиблинип кәлгән иди. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Пакистан билән хитай сода - иқтисади мунасивитини күчәйтти
- Пакистан баш министири шавкәт әзиз хитайға қаратқан зияритини башливәтти
- Пакистан баш министири шавкәт әзиз хитайни зиярәт қилди
- Хитай даирилири пакистандики тосма қурулушни вақтинчә тохтатти
- Пакистан хитай инженерниң җәситини һәрбий айропилан билән елип кәлди
- Пакистан билән һиндистан кәшмир мәсилиси бойичә юқири дәриҗиликләр сөһбити өткүзди