Америка малийә министири паулсон хитайни өз пулиниң қиммитини өстүрүшкә қистиди
2007.11.09
Америка малийә министири паулсон, 8 - ноябир пәйшәнбә күни нюйоркқа җайлашқан хитай тәтқиқат институтида нутуқ сөзләп, бейҗиң хитай пулиниң алмаштуруш қиммитини тәңшәш җәһәттә дуняниң башқа җайлири билән мас қәдәмдә маңалмиди дәп, хитайни әйиблиди вә хитайни өз пулиниң қиммитини өстүрүшкә қистиди.
У хитай пулиниң төвән алмаштуруш қиммити һәққидә тохтилип: "нурғун дөләтләр буни бир адаләтсиз риқабәтниң мәнбийи дәп тонуйду" деди.
У йәнә америка оттуриға қойған хитай пулиниң алмаштуруш қиммитини тәңшәш чақириқиға йәнә нурғун дөләтләрниң аваз қошқанлиқини оттуриға қойди вә хитай чоқум еластиклиқ тәдбир елип, пулниң алмаштуруш қиммитини базар әһвали бәлгиләйдиған бир һаләтни шәкилләндүрүши керәкликини тәкитлиди.
2005- Йили хитай пулиниң һөкүмәт бекиткән алмаштуруш өлчими аяғлаштурулғандин кийин, хитай пулиниң америка доллириға болған алмаштуруш қиммити 11 пирсәнт ашқан иди.
Америка малийә министири һенрй паулсон келәр айда хитай һөкүмәт зиярити елип баридиған болуп, бу униң 2006- йили мәзкур орунға бекитилгәндин кейинки 5- қетимлиқ хитай зиярити. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай банкилириниң дөләт буйичә бир туташ пул төләш тори келәр йили уйғур райониға кеңийиду
- Немә үчүн америкида әрзан нәрсә хитайда қиммәт?
- Хитай, хәлқ пулиниң қиммитини өстүрүш қәдимини тезләтти
- Вин җябав юқири қатламдики малийә тәкшүрүш хизмитини қанун бойичә бир тәрәп қилишни тәләп қилди
- Хитай банкилиридики пассип қәрз миқдари хитай елан қилғандинму көп
- Хитай дуня бойичә ташқи перивот записи әң көп дөләткә айланди
- Хитай хәлқ пулиниң қиммитини өстүрди
- Америка малийә әмәлдарлири хитай пулиниң тегишиш қиммити мәсилисигә җиддий қаримақта
- Хитай мәркизи банкиси хәлқ пулиниң қиммити өзгәргәнликини җакарлиди