Бейҗиңдики кишилик һоқуқни һимайә қилғучи адвокат ли хепиң йеқинда, кимлики намәлум 10 нәччә кишиниң қаттиқ таяқ зәрбисигә вә аилиси билән бирликтә дәрһал бейҗиңдин айрилиш һәққидики тәһдитигә учриди.
Хоңкоңдики җуңгу кишилик һоқуқни һимайә қилғучи адвокатларға нәзәр тәшкилати пәйшәнбә күни, адвокат ли хепиң үстидин қилинған қанунсизлиқ вә зораванлиқ һәрикәтлиригә наразилиқ билдүрүп, хитай даирилириниң қанун вә әдилийә сестимисини яхшилап, кишилик һоқуқни һимайә қилишини тәләп қилди.
Тәйвән мәркизи агентлиқиниң хәвиридә , ли хепиңниң ишханисиға бастуруп киргүчиләрниң, ишханидики барлиқ материял вә компиютерларни елип кәткәнлики билдүрүлгән.
Вәқәдин хәвәрдар бир кишиниң ейтишичә , ли хепиң илгири зиянкәшликкә учриған мәшһур адвокат , кишилик һоқуқ һимайичиси гав җимониң өйигә бир қанчә қетим барған болуп, униң бу қетим қаттиқ таяқ вә зәрбигә учриши шу сәвәбтин мәйданға кәлгән болуши мумкин.
Адвокатларға нәзәр тәшкилати өзиниң наразилиқ хетидә , бейҗиңниң келәр йили өткүзүлидиған олимпик мурасиминиң алдида, йүз бериватқан зораванлиқ һәрикәтлирини әстайидиллиқ билән тәкшүрүп бир тәрәп қилиши, болупму олимпик өткүзүштин бурун кишилик һоқуқ бәлгилимилиригә әмәл қилиш һәққидики вәдисигә әмәл қилиши керәкликини тәкитлиди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ч м т: олимпиккә аз қалған болсиму, хитай кишилик һоқуқи әһвалида өзгириш болмиди
- Олимпик комитети әмәлдариниң бейҗиң олимпик мусабиқиси һәққидики сөзи тәнқидкә учриди
- Тәйвән хитайдики кишилик һоқуқ паалийәтчилирини қоллайду
- Җеҗяң өлкисидә өйидин көчүшкә мәҗбурлаш сәвәбидин тоқунуш йүз бәрди
- Кишилик һоқуқ йиғиниға қатнишиш үчүн йолға чиққан хитай әйдиз паалийәтчисиниң аяли айродромда тосуп қелинди
- Германийә парламенти хитайниң "лавгәй" түзүмини әйибләйдиған қарар лаһийисини музакирә қилди
- Хитайниң сода саһәсидики инсан һәқлири дәпсәндичилики шиветсийидә қаршлиққа учримақта
- Хитай пешқәдәм демократниң хоңкоңни зиярәт қилишиға йол қойди
- Тәйвәнниң америкидики йеңидин тәйинләнгән әлчиси хитайниң дипломатик вә һәрби кеңәймичилики тәйвәнгә тәһдит, деди