Зең чиңхуң билән нәзәрбайев хитай - қазақ мунасвәтлири бойичә сөһбәт өткүзди


2006.01.10

Хитайниң муавин дөләт рәиси зең чиңхуң сәйшәнбә күни қазақистан президенти нәзәрбайев билән астанада көрүшүп, қазақистанниң тәйвән, тибәт вә "үч хил күчләр" ни бастуруш мәсилисидә хитайни қоллиғанлиқиға рәхмәт ейтти.

Зең чиңхуңниң әскәртишичә, буниң бәдилигә хитай қазақистанниң земин пүтүнлики, мустәқиллиқи вә миллий бихәтәрликини қоллайдикән. У, "хәлқара вә район вәзийитидә қандақ өзгириш болушидин қәти нәзәр, хитай қазақистанниң яхши қошниси, сәмими дости вә ишәнчилик шерики болиду" дәйду. Қазақистан хитайниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики йеқин шерики. Хитай даирилири шәрқий түркистан күчлири, сияси көз қариши охшаш болмиған уйғурлар вә өктичи диний затларни " үч хил күчләр" дәп атимақта иди.

Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитайни " террорчилиққа қарши турушни баһанә қилип, уйғурларниң кишилик һоқуқиға таҗавуз қилмақта" дәп әйиблигән. Зең чиңхуң, қазақистан президенти нурсултан нәзәрбайевниң вәзипә тапшурувелиш мурасимиға қатнишиш үчүн дүшәнбә күни астанаға кәлди. У, хитайниң қазақистан билән шаңхәй гуруһиниң рамкиси ичидә бихәтәрлик һәмкарлиқини күчәйтиш арзуси барлиқини билдүргән.

Шинхуа ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, хитай - қазақистан иқтисади, сода вә ениргийә һәмкарлиқидин қанаәт һасил қилғанлиқини билдүргән нәзәрбайев, қазақистан хитай билән иқтисади, сода, ениргийә, бихәтәрлик вә мәдәнийәт саһәлиридә алақисини күчәйтишкә тәйяр, дәйду. Хитай билән қазақистан оттурисидики атасу - алатав нефит туруба йолида өткән йили 12 - айдин тартип нефит еқишқа башлиған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.