Ху җинтав 20 ‏- декабир күни нурсултан нәзәрбайеф билән көрүшкән


2006.12.20

Шинхуа агентлиқиниң 20 ‏- декабир күни хәвәр қилишичә, бүгүн хитай рәиси ху җинтав қазақистан президенти нурсултан нәзәрбайеф билән бейҗиңда көрүшкән вә бу икки дөләт оттурисида дөләт чегрисини муқимлаштуруш келишими, атису-алитағ туруба қатниши келишими имзаланған.

Хәвәрдә ейтилишичә, нур султан нәзәрбайефниң хитайдики зиярити 23 ‏- декабирғичә давам қилип, у хитайдики зияритиниң ахирқи күни (пәйшәнбә күни) хоңкоңға берип, хоңкоң билән қазақистан оттурисида айропилан қатниши башланғанлиқини тәбрикләйдикән. "Бүгүнки қазақистан" гезитиниң хәвиригә қариғанда, президент нурсултан нәзәрбайефниң хитай зиярити җәрянида, юқирида "шинхуа агентлиқи" баян қилған икки келишимдин башқа йәнә, хитай билән қазақистан оттурисида илмий унванларни етирап қилиш, илмий тәтқиқат алмаштуруш, енергийә мәһсулатлири җәһәттики таможна чәклимилири, архип мәсилиси қатарлиқ 10 нәччә хил келишим имзаланған. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.