Хитай қирғизстанға һәрбий ярдәм қилди
2006.06.25
Қирғизистан президенти қурманбек бақийевниң хитайға елип барған тунҗи дөләт зияритиниң нәтиҗиси сүпитидә хитай дөләт мудапиә министирлиқи қирғизистан чегра ишлири идарисиға бәш милйон йүән қиммитидә һәрбий ярдәм қилди.
Қирғизистанниң қабар агентлиқиниң 24-июн күнидики учуридин мәлум болушичә, ярдәм буюмлирини тапшуруш мурасими торғат еғизида елип берилған болуп, хитай тәрәп 460 тонна қурулуш материяллирини өз ичигә алған чегра қоғдаш вә һәрбий ишларда ишлитилидиған ярдәм йүкини қирғизистан чегра қоғдаш идарисиниң муавин башлиқи садирбек дубанайев башчилиқидики вәкилләр өмикигә тапшурған. У, бу ярдәмләрниң қирғизистан билән хитайниң 2004 – 2005 - йилларда түзгән һәрбий ярдәм көрситиш келишимлириниң рамкиси астида берилгәнликини әскәрткән.
Қирғизистан билән хитай арисидики чегра талаш-тартишлири үзүл-кесил һәл болған болуп, әсқәр ақайев дәвридә хитайға кесип берилгән үзәнгә қуш райони һәққидә қирғизистан җамаәтчилики арисида зор ғулғулилар келип чиққан болсиму, лекин йеңи президент қурманбек бақийев өзиниң бу қәтимқи хитай зиярити җәрянида узәнгә қуш райониниң хитайға берилгәнлики һәққидики әсқәр ақайев дәвридә түзүлгән келишимни күчкә игә қилған иди.
Қурманбек бақийев өзиниң 9-10 –июн күнлиридики хитай зиярити җәрянида йәнә хитай билән бирликтә уйғур сиясий һәрикәтлиригә зәрбә беришкиму разилиқ билдүрүп, бирләшмә баянат елан қилған иди.(Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қирғизистан хитай бирликтә шәрқий түркистан күчлиригә зәрбә беришкә пүтүшти
- Хитай афғанистан сақчилириға ярдәм бәрди
- Атақлиқ қирғиз өктичи рәһбири президент қурманбек бақийевни тәнқид қилди
- Хитай өзбекистанға йәнә ярдәм қилди
- Қирғизистан йәнә бир қетим хитайниң қирғизистанда һәрбий база қуралмайдиғанлиқини җакарлиди