Хитай коммунист партийисиниң 17 ‏- қурултейини дуня диққәт билән көзәтмәктә


2007.08.29

Хитай коммунист партийисиниң 17 ‏- қурултейи 10 ‏- айниң 15 ‏- күни бейҗиңда ечилиду. 'Шинхуа агентлиқи'ниң баян қилишичә, бу йиғин җуңгониң ислаһат-тәрәққият басқучидики интайин муһим бир йиғин болуп қалиду.

'Бирләшмә агентлиқи'ниң баян қилишичә, 1921 ‏- йили қурулған хитай коммунист партийисиниң һазирқи 73 милйон әзаси ичидин 2217 киши хитай парламентиға кириши аллиқачан пиланлинип болған.

'Ройтрс агенетлиқи'ниң баян қилишичә, 64 яшлиқ ху җинтав хитайда базар баһаси тез сүрәт билән юқури өрләватқан, пул муамилә базирида зор давалғуш пәйда болуватқан, һөкүмәт әмәлдарлири үзлүксиз чириклишиватқан, муһитниң булғиниши күнсери еғирлишиватқан, байлар билән намратларниң оттурисидики пәрқ тез кеңийиватқан вәзийәттә 17 ‏- қурултай арқилиқ өзиниң һоқуқини мустәһкәмлимәкчи.

Хоңкоңда чиқидиған 'җәнуби җуңго сәһәр гезити' ниң баян қилишичә, коммунист партийиниң 17 ‏- қурултейидин бурун, партийә ичидә техичә сайлинишни арзу қилғучилар өзини намзатлиққа көрсүтүш, өзиниң қабилийитини намайән қилип риқабәтлишиш, учуқ сайлам арқилиқ салаһийитини муқимлаш дегәндәк демократик рәсмийәтләр әсәр йоқ. Рәһбәр болидиғанлар йәнила хитай коммунист партийиси ичидә 'қара сандуқ оюни' елип бериш арқилиқ мәхпи бикитилмәктә. Бу қетимқи рәһбәрлик гуруһи хуҗинтав, вен җябав, зең чиңхоңдин ибарәт үч адәмдин башқиси, ху җинтавниң яшлар иттипақи гуруһидин бәлгилинидикән. Сабиқ сияси бюрониң даимий әзалиридин 69 яшлиқ логән қатарлиқ кишиләр арамға чиқиривитилидикән. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.