Хитай-русийә һәрбий маневириниң иккинчи басқучи башланди


2005.08.21

Хитай билән русийиниң тунҗи қетимлиқ " тинчлиқ вәзиписи -2005" намлиқ бирләшмә һәрбий маневири 18-авғуст күни русийиниң владивосток шәһири әтрапида башланғандин кейин, 20-авғуст күни хитай территорийисигә йөткилип, шәндоң өлкисиниң чиңдав әтрапида маневириниң иккинчи басқучи рәсми башланди.

Бу қетимқи маневиргә русийә билән хитайниң әң илғар қораллар билән қоралланған, әң күчлүк дәп қаралған сәрхил қошунлири иштирак қилған болуп, деңиз, һава вә қуруқлуқ қисимлирини асас қилған.

21-Авғуст күни русийә вә хитай парашотчи қисимлириниң маневири елип берилған болуп, нәтиҗидә, икки дөләт қошунлириниң һәрбий техникиси вә җәң сәнити җәһәттики пәрқлири рошән көрүнгән. Русийә мәтбуатлири русийә вә хитай парашотчи қисимлириниң пәрқлири һәққидә хәвәр тарқатқан.

Ббс агентлиқиниң учуриға қариғанда, русийә парашотчи қисимлириниң мәхсус һуҗум үчүн ишлитидиған машинилири һавадин мувәппәқийәтлик һалда йәргә чүшүрүлгән болсиму, әмма хитай парашотчи қисимлириниң һуҗум машиниси йәргә чүшүрүлүш җәрянида парашот ечилмай қелип, кукум-талқан болуп кәткән. Униң үстигә йәнә хитай парашотчилири өзлири билән қорал алмиған әһвал астида 800 метир егизликтин сәкрәп, нишанға чүшәлмигән. Әмма, русийә парашотчилири толуқ қоралланған һалда 600 метирдин сәкрәп, дәл нишанға чүшәлигән.

Һәрбий ишлар мутәхәссислири русийә парашотчи қисимлириниң хитай парашотчи қисимлиридин қорал, маһарәт җәһәтләрдә көп үстүн икәнликини сезивелишқан. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.