Буш вә ху җинтав корийә ядро қораллири тәһдити мәсилиси үстидә телефун сөһбити елип барди
2006.07.06
Хитай дөләт рәиси ху җинтав пәйшәнбә күни, америка призиденти җорҗ W буш билән телефун сөһбити өткүзүп, нөвәттики корийә ядро қораллири елип келидиған хәтәр мәсилиси үстидә пикир алмаштурди.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, призидент буш, америка тәрәпниң һазир корийә йерим арилиниң вәзийитидин әндишә қиливатқанлиқини, корийә йерим арилини ядросизлаштуруш , һәрқайси дөләтләрниң ортақ нишани болуп, америка бу мәсилидә йәнила ташқи дипломатийә йоллири арқилиқ мәзкүр мәсилини һәл қилишни тәшәббүс қилидиғанлиқини билдүргән.
Хитай хәвәр агентлиқиниң хәвиридә, хитайниң, изчил түрдә корийә йерим арилиниң тенч вә муқим болушиға көңүл бөлүп келиватқанлиқи тәкитләнгән, хитай хәвәр агентлиқи йәнә, призидент бушниң сөзини нәқил кәлтүрүп, америка тәрәпниң хитай тәшәббүс қилиаватқан корийә йерим арилиниң тенч вә муқимлиқи үчүн көрситиватқан тиришчанлиқини алаһидә тәрипләйдиғанлиқини, хитай билән бу җәһәттики алақини сақлап қелиш үмидиниң барлиқини билдүрди.
Бу арида йәнә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати бихәтәрлик кеңиши японийиниң корийә ядро қораллирини әйибләйдиған қарар лайиһиси үстидә җиддий музакирә елип берип, һәр қайси дөләтләрдин , корийини ядро қораллирини тәрәққи қилдуруш үчүн ишлитилидиған мәбләғ, үскүнә вә техника билән тәминләшни дәрһал тохтитишни тәләп қилди.
Б д т, бихәтәрлик кеңишиниң мәзкүр қарар лайиһисии әнгилийә, амеирика қатарлиқ дөләтләрниң қоллишиға еришкән болсиму, бирақ хитай билән русийә бу мәсилисдә йәнила өзлириниң әслидики пикирини сақлап қелиш мәйданини ипадилимәктә. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Шималий корийә өзиниң һәрикитигә диққәт қилиши керәк, бу агаһландурушла әмәс, бәлки нәсиһәт
- Хитай дөләт рәиси ху җинтав, хитайда демократийә вә демократик сайлам йолға қаоюшқа чақирди
- Буш билән койзуми бирликтә шималий корийигә узун мусапилиқ башқурулидиған бомба синақ қилиш мәсилисидә агаһландуруш бәрди
- Хоңкоң мутәхәссислири: ху җинтавниң чирикликни түгитиш үчүн қолланған кәскин тәдбири йоқ
- Ху җинтав генералларни өстүрди