Ху җинтав, тәйвән өктичи партийисиниң рәисини хитайға тәклип қилди


2005.04.18

Хитай президенти ху җинтав дүшәнбә күни тәйвән өктичи хәлқпәрвәр партийисиниң рәиси соңни хитайға тәклип қилди. Бир қанчә һәптә авал хитай һөкүмити гоминдаң партийисиниң али дәриҗилик бир әмәлдарини күтүвалған иди.

Хәлқпәрвәр партийиси гоминдаң партийиси билән бирликтә, тәйвәндә һакимийәттики президент чин шүй бйәнниң демократийә вә илғарлиқ партийисигә қарши иттипақниң муһим бир тәркибий һесаблиниду.

Хәлқпәрвәр партийисиниң тәйбидики алий дәриҗилик бир хадиминиң билдүрүшичә, мәзкур партийиниң рәһбири соң хитай дөләт рә иси ху җинтавниң тәклипигә асасән киләр ай бейҗиңни зиярәт қилидикән.

Хитай һөкүмити тәйвән президенти чин шүйбйәнни, тәйвәнни мустәқил бир дөләткә айландуруш үчүн һәрикәт қиливатиду дәп әйиблимәктә.

Америка бирләшмә агентлиқиниң билдүрүшичә, бейҗиң һөкүмити тәйвән хәлқ партийиси қатарлиқ, хитай билән бирлишишни яқлайдиған партийә рәһбәрлирини бейҗиңға тәклип қилиш арқилиқ, президент чин шүй бйәнни йетим қалдурушни мәқсәт қилидикән.

Тәйвәндики хитай ишлири кеңишиниң рә иси җозиф ву, тәйбидә мухбирларға бәргән баянатида, һөкүмәт соңниң хитай зияритини мақуллиши мумкин, деди. Лекин у хитай һөкүмитини бухил зиярәтләрдин тәйвән хәлқини бөлүп, чин шүйбийән һөкүмитини аҗизлитиш үчүн пайдиланмаслиқ тоғрисида агаһландурди. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.