Хитай, таҗикистан билән иқтисадий һәмкарлиқини күчәйтмәктә
2006.09.21
Тәңритағ торида ашкарилинишичә, таҗикистанда зиярәттә болуватқан хитай баш министири вен җябав, таҗикистан президенти рахманоф билән бирликтә шинҗаң алаһидә трансформатор пай чәклик ширкитиниң таҗикистандики 500 киловолтлуқ юқири бесимлиқ өзгиришчан ток чиқириш електир қурулуши түриниң иш башлаш мурасимида линта кәскән.
Хәвәрдин мәлум болушичә, бу қурулушни 6 - айниң 14 - күни шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр башлиқлири учришишида хитай билән таҗикистан бирликтә имзалиған болуп, мәзкур қурулушни пүттүрүш үчүн 340 милйон америка доллири кәткән.
Буниңдин сирт хитай - таҗикистан чегрисидики қара су порти бу йил 5 - айниң 16 - күни ечивитилгәндин бери, уйғур аптоном районида ишләнгән тоқулма буюмлиридин 95. 861 Тонна екиспорт қилинған.
Хитай, шаңхәй тәшкилатиға әза дөләтләр билән иқтисадий һәмкарлиқни күчәйтипла қалмай, мәзкур дөләтләр билән бирликтә террорчилиққа зәрбә бериш күришини бирликтә елип бериш һәмкарлиқи түзди шуниңдәк уйғурларниң әркинликини қолға кәлтүрүш йолида паалийәт елип бериватқан тәшкилат вә шәхсләрни террор тәшкилати вә террорчи дәп әйибләп, уларни җазалаш һәққидә бу дөләтләргә алаһидә имтияз бәрди.
Өзбекистан, канада пуқраси уйғур һүсәйин җелилни хәлқара тәшкилатларниң наразилиқ билдүрүшигә қаримай хитайға тапшуруп бәрди. (Әқидә)