Хитай чен шүйбйәнгә һәрбий маневир билән җаваб бәрмәкчи
2006.03.03
Тәйвән президенти чен шүйбйән дөләтни бирликкә кәлтүрүш программисини тохтатқандин кейин, хитай һөкүмити җүмә күни қораллиқ қисимларниң бирләшмә һәрбий маневири елип барғанлиқини җакарлиди. Хитай тор бәтлири маневирни қораллиқ қисимларниң "чен шүйбйәнгә қайтурма зәрбә бериш" йолидики һәрбий күрәш тәйярлиқи", дәп атиған.
Азатлиқ армийә гезити" гуаңҗу, шеняң, чеңду вә бейҗиң қатарлиқ һәрбий районлирида 3 хил армийиниң бирләшмә һәрбий маневири елип берилғанлиқини хәвәр қилди. Шеняң һәрбий районида хитайниң 2 - топчи қисимлири маневирға қатнашқан. Чеңду һәрбий районида һава армийә вә йәрдин һаваға қоюп берилидиған башқурулидиған бомба мәшиқи елип берилди. Бейҗиң һәрбий районида уруш айрупиланлири вә һава мудапиә қисимлириниң маневири өткүзүлгән.
Шаңхәйдә чиқидиған хитай тор бәтлири маневирни җуңгониң тәйвән президенти чен шүйбйәнгә қарши "юмшақ вә қаттиқ" вастиларни ишқа селиш тактикисиниң бир қисими, дәп көрсәтти. Хитай дөләт рәиси ху җиңтав, 2 - айниң 28 - күни чен шүйбйәнниң дөләтни бирликкә кәлтүрүш программисини бикар қилиш һәрикитини " тәйвән мустәқиллиқи йолидики хәтәрлик қәдәм", дәп агаһландурған иди.
Шинхуа ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай мәркизи һәрбий ишлар комитетиниң муавин рәиси шүй сәйху йеқинда нәнҗиң һәрбий районини зиярәт қилип, қораллиқ қисимларни һәрбий күрәшниң һәр хил тәйярлиқини күчәйтишкә вә йеңи дәврдики тарихий вәзипини ада қилишқа чақирған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тәйвән: хитай тәйвәнниң нөвәттики вәзийитини чүшәнмәйду
- Хитай тәйвәнниң дөләт бирлики комитетини бикар қилишини әйиблиди
- Чен шүйбйән дөләтни бирликкә кәлтүрүш комитети вә программисини бикар қилди
- Хитай, чен шүйбйәнниң дөләт бирлики мәҗлисини бикар қилиш қаришини күчлүк әйиблиди
- Чен шүйбйән дөләт бирлики мәҗлисини бикар қилишта чиң турди