Тәйвән һөкүмитиниң дуня сәһийә тәшкилатиға әза болуш тәлипи хитай һөкүмитини биарам қилмақта
2007.04.16
Тәйвән һөкүмитиниң дуня сәһийә тәшкилатиға әза болуш үчүн һәрикәткә өтүши хитай һөкүмитиниң қаттиқ тәнқидигә учриди. Тәйвән һөкүмити өткән һәптә дуня сәһийә тәшкилатиға әза болуш үчүн мураҗәт қилған иди. Хитай һөкүмити дүшәнбә күни баянат елан қилип, тәйвән мустәқил бир дөләт болмиғанлиқи үчүн б д т ниң бир оргиниға әза болуш һоқуқи йоқ дәп күрсәтти.
Тәйвән, сарс вә қуш зукими қатарлиқ җиддий кесәлликләргә қарши туруш үчүн дуня сәһийә тәшкилатиға әза болуши керәкликини баян қилмақта. Президент чин шүйбйән өткән һәптә шивитсарийиниң мәркизи җәнвә шәһиридики дуня сәһийә тәшкилатиға бир хәт әвәтип, тәйвәнниң бу тәшкилатқа қобул қилинишини тәләп қилған.
Хитай ташқи ишлар минстирлиқиниң баянатчиси чин гаң дүшәнбә күни елан қилған баянатида, дуня сәһийә тәшкилати б д т ниң бир идариси болуп, бу тәшкилатқа пәқәт мустәқил дөләтләр әза болалайду. Тәйвән мустәқил бир дөләт болмиғанлиқи үчүн, униң бу тәшкилатқа әза болуш һоқуқи йоқ дәп, көрсәткән. (Омәр қанат)