Хитай -тәйвән оттурисида җасус тутуш буйичә йәнә бир җиддий җәң башланди
2007.10.31
Бирләшмә агентлиқиниң баян қилишичә, 10 - айниң 30 - күни, бейҗиңниң 'йәр шари вақит гезити' хитай һөкүмитиниң 'чегра сиртидики җасуслуқ орган' иниң кәң көләмлик тор алақиси арқилиқ мәхпийәтлик оғрилаш һәрикитини байқиғанлиқи һәққидә хәвәр елан қилди.
Униңда ейтилишичә, тәйвәндики бу җасуслуқ орган 'хакер' техникисини қоллинип хитайниң һөкүмәт, һәрбий вә дөләт мудапиә санаити тармақлириниң тор бәтлиригә һуҗум қозғаш билән шуғулланған. Хәвәрдә ейтилишичә, бу җасуслуқ һәрикәтни контрол қиливатқан ли фаңруң исимлик киши тәйвән дөләт бихәтәрлик идарисиниң москвада турушлуқ кәспи җасуси. Хитайниң дөләт бихәтәрлик оргини һазир уни тутуш һәққидә җиддий буйруқ чүшүргән вә бу кишини тутмай қоймайдиғанлиқини җакарлиған.
Б б с ниң баян қилишичә, тәйвән қанун палатасиниң әзаси җуаң хези әпәнди "хитайниң тәйвәндин мәхпийәтлик оғрилаш үчүн орунлаштурған наһайити чоң җасуслуқ қошуни бар. Хитай өзи һазир "оғри оғрини тут дәп вқираш" һелисини ойнаватиду" дегән.
Тәйвән билән чоң қуруқлуқ 1949 - йили ички урушта иккигә бөлүнүп кәткәндин кейин, гәрчә иқтисадий мунасивәт үзүлгән болсиму, әмма бу икки тәрәп оттурисида җасуслуқ җеңи тохтимиған иди. Һазирқи тәйвән президенти чен шүйбйәнниң тәйвәнниң мустәқил болуш яки болмаслиқини 23 милйон тәйвән хәлқ аваз қоюп бәлгиләш дегән демократик һәрикитини йолға қойғанлиқи хитай коммунист һөкүмитини йәнә бир қетим җиддийләштүрди. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Чен шүйбйән : бир җуңго принсипи тәслим болуш келишими һесаблиниду
- Тәйвән дөләт байримида өзи тәтқиқ қилип ясап чиққан башқурулидиған бомбиларни параттин өткүзди
- Тәйвән дөләт байримида йеңи башқурулидиған бомбисини көрсәтмәкчи
- Хитай, тәйвән демократийә -илғарлиқ партийисиниң мустәқиллиқни тәстиқлиғучи қарарнамисини қаттиқ тәнқидлиди
- Тәйвән, бейҗиңни тинчлиққа тәһдит селиватиду дәп әйиблиди
- Америкида икки нәпәр хитай пуқраси үстидин җасуслуқ делоси турғузулди
- Тәйвән тәкшүрүш идарисиниң икки хадими хитайға мәлумат сатқанлиқи үчүн қолға елинди
- Тәйвән б д т ға әза болуш мәсилиси һәққидә хәлқара сотқа әрз сунушни ойлашмақта
- Хитай һөкүмити америкиниң тәйвәнгә қорал сетип бериш пиланиға наразилиқ билдүрди
- Чен шүйбйән : тәйвән бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза болушқа тамамән һәқлиқ