Җәнубий спратли тақим араллирида тәйвәнниң айродром қурғанлиқи хитайни ғәзәбләндүрди
2008.01.30
Хәлқарада спратли тақим араллири дәп атилидиған аралларниң бири болған, коммунист хитай өзиниң игилик һоқуқи барлиқини җакарлап келиватқан җәнубий тақим арилида, тәйвән бир айродром ясиған.
Б б с ниң баян қилишичә, тәйвән ташқи ишлар министири тинч окяндики спратли тақим араллириниң ичидә әң чоң вә байлиқ мәнбәлири әң мол дәп һесаблинидиған җәнубий тақим араллирида қурған бу айродромни тәйвәнниң һава қисим базиси дәп атиғанлиқи вә бу тақим араллириниң әтрапидики миң километир деңиз тәвәликини тәйвәнниң тинч окяндики деңиз ташпақисини қоғдаш райони дәп елан қилғанлиқи коммунист хитай һөкүмитиниң ғәзипини қозғимақта.
Хәвәрдә баян қилинишичә, 1988 - йили хитай билән вйетнам оттурисида спратли тақим араллириниң игилик һоқуқи мәсилиси түпәйлидин кичик даирилик һәрбий тоқунуш йүз бәргән иди. Йеқинда йәнә, хитай һөкүмити бу спратли тақим араллириниң үчилисини идарә қилидиған бир шәһәр тәсис қилғанда, вейтнамда буниңға қарши чоң көләмлик намайиш қозғалған иди.
Бу аралларға қарита малайшия қатарлиқ дөләтләрму өзиниң игилик һоқуқи барлиқини җакарлап кәлмәктә.(Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тәйвән һәрбий маневирда аваздин тиз учидиған башқурулидиған бомбисини намайән қилди
- Демократийә түзүми мустәбит түзүмни өзгәртәләмду?
- Тәйвәндики гоминдаң партийси көрсәткән президнт кандидати ма йиңҗюниң сайлам елани
- Тәйвәндики сайлам нәтиҗиси мустәқиллиқниң инкариму яки чен шуйбйәнниң инкар қилинишиму?
- Тәйвәндә гоминдаңниң дөләт мүлкини мусадирә қилиш һәққидә аваз қоюш мәсилиси талаш- тартишта
- Америка авам палатаси әзалири америка һөкүмитиниң тәйвәнниң б д т ға әза болуп киришигә қарши чиқишини әйиблиди
- Тәйвәндә сиясий җинайәтчиләр түрмиси кишлик һоқуқ бағчисиға өзгәртилди
- Ху җинтав билән җорҗ буш телефонда тәйвән мәсилиси үстидә музакирә елип барди
- Тәйвән һөкүмитиниң җаң кәйшини улуқлашни ахирлаштуруш тәдбири бүгүн йәнә гоминдаңчиларниң қаршилиқиға учриди
- Тәйвән, бир хитай адвукатиниң дуня сода тәшкилати әрз сунуш органи әзалиқиға қарши чиқти